әзәрбәйҗан армийәси: йеңи қоралларни сәпләшни давамлаштуриватимиз

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, русийәдин сетивалған қорал вә оқ – дориларни әзәрбәйҗанға йөткәш мусаписиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

767974
әзәрбәйҗан армийәси: йеңи қоралларни сәпләшни давамлаштуриватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, русийә билән орнитилған һәрбий һәмкарлиқ даирисидә сетивалған қорал вә оқ – дориларни әзәрбәйҗанға йөткәш мусаписиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

баку портиға чүшүрүлгә қорал вә оқ – дориларниң ичидә көп миқдарда зәмбирәк оқи, башқурулидиған бомба вә заманивий уруш әслиһәлириму бар.

бу қетим сәпләнгән қорал – йарақлар сайисида, әзәрбәйҗан – әрменийә фиронтики әзәрбәйҗан қисимлириниң уруш күчини көринәрлик дәриҗидә йуқири көтүридиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر