әзәрбәйҗанлиқлар америкида әрменийәгә қарши намайиш өткүзди

әзәрбәйҗанлиқлар: «бувақ қатили әрменийә!» вә «ишғалийәтчи әрменийә! әзәрбәйҗан земинидин йоқал!»  дегәндәк шоарларни товлиди.

766958
әзәрбәйҗанлиқлар америкида әрменийәгә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида турушлуқ әзәрбәйҗан пуқралири әрменийәгә қарши намайиш өткүзди.

әрменийә әскәрлириниң 4 – ийулда минамийут етип, бир айалниң вә 2 йашлиқ бир бовақниң җениға замин болғанлиқиға қарши әзәрбәйҗан пуқралири әрменийәниң вашингитондики әлчиханиси вә нйуйорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилати ишханиси алдиға топлишип намайиш өткүзди. 

пайтәхт вашингитонда қоллириға әзәрбәйҗан байрақлирини көтүрүп, әрменийәгә қарши шоарларни товлиған намайишчилар, әрменийә әскәрлириниң пуқраларни һуҗум нишани қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди. 

һуҗумда һайатидин айрилған 2 йашлиқ бовақниң рәсимини көтүрүшивалған әзәрбәйҗан пуқралири, «пуқраларни өлтүрүшни тохтат!» «әрменийәгә ләнәт болсун!» дәп шоарларни товлиди.

әзәрбәйҗанлиқ йаш бәдир мәмәдли намайиш ахирида ахбаратчиларға байанат елан қилип, «айаллар вәә балилар әрменийә террорлуқиниң қорбани болди. бу һуҗум 2 йашлиқ зәһрани өлтүрүш билән нәтиҗиләнди. биз бу паҗиәни пүтүн дунйаниң көрүшини халайттуқ. бирақ 2 йашлиқ зәһраниң шеһит қилиниши ахбаратларда интайин аз орун алди. униң бирдинбир гунаһи түрк болғанлиқи иди» деди.

нийуйорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилати алдиға җәм болған әзәрбәйҗан пуқралири билән башқа түркләрму бирликтә һуҗумға наразилиқ билдүрүп: «дунйа җамаәтчилики гунаһсиз бир бовақниң өлтүрүлишигә көзини йумувалмаслиқи лазим», «террорист әрменийә!», «бувақ қатили әрменийә!», «ишғалийәтчи әрменийә! әзәрбәйҗан земинидин йоқал!»  вә «һәммә нәрсә әзәрбәйҗан үчүн!» дегәндәк шоарларни товлиди.

әрменийә әскәрлири 4 – ийул күни фузули вилайитиниң алханли йезисиға 82 вә 120 миллиметирлиқ ракитамийут атқан болуп, йеза пуқралиридин бир айал вә 2 йашлиқ қизи һайатидин айрилған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر