25 – йил: қериндашлиқтин истратегийәлик шерикчиликкә айланған түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири

төвәндә ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «25 – йил: қериндашлиқтин истратегийәлик шерикчиликкә айланған түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз.

765137
25 – йил: қериндашлиқтин истратегийәлик шерикчиликкә айланған түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири

түркийә авази радийоси: 1992 – йили 14 – йанварда имзаланған түркийә билән әзәрбәйҗан арисида дипломатик мунасивәтләрни орнитиш келишими 25 йилни арқида қалдурди. 25 йиллиқ өтмүшниң көзникидин бүгүнки мунасивәтләр пәллисигичә болған җәрйанға қисқичә нәзәр ташлаш мәқситидә, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «25 – йил: қериндашлиқтин истратегийәлик шерикчиликкә айланған түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

түркийә җумһурийити, 1991 – йили 30 – авғустта мустәқиллиқини җакарлиған әзәрбәйҗан җумһурийитини 1991 – йили 9 – нойабирда етирап қилған тунҗи дөләт болди. түркийә билән әзәрбәйҗан арисидики дипломатик мунасивәтләр 1992 – йили 14 – йанварда орнитилди. 2010 – йили, икки тәрәп мунасивәтлирини техиму чоңқурлаштуруш мәқситидә, җумһур рәисләр дәриҗилик йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши миханизми қурулди. әзәрбәйҗан билән орнитилған түркийә – әзәрбәйҗан – гирузийә؛ түркийә – әзәрбәйҗан – иран вә түркийә – әзәрбәйҗан – түркмәнистан үч тәрәп йиғинлири, районниң муқимлиқ, тинчлиқ вә байашатлиқиға һәссә қошуп келиватқан муһим механизмлар һесаблиниду.

һазар деңизи енергийәсиниң дунйа базириға селинишини нишан қилған «баку - тифлис – җәйһан хам нефит туруба линийәси» вә «баку – тифлис – әрзурум тәбиий газ туруба линийәси» қурулушлириниң ройапқа чиқирилиши, түркийә билән әзәрбәйҗанниң қериндашлиқтин истратегийәлик шерикчиликкә йүзлиниши йолидики муһим қәдәмләр һесаблиниду. икки дөләт арисидики сода һәҗими 5 милйард доллар әтрапида болуп, һәр икки дөләтниң ортақ нишани, 2023 – йилиғичә сода һәҗимини 15 милйард долларға йәткүзүштин ибарәт.

өзара ишәнч вә һәмкарлиқ асасида шәкилләнгән әзәрбәйҗан – түркийә мунасивәтлири хәлқара мунбәрләрдиму давам қилмақта؛ һәр икки дөләт б д т , йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, йавропа кеңиши, қара деңиз иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати, түрк кеңиши вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органлардиму өзара һәмкарлиқини үнүмлүк җари қилдурмақта.

әзәрбәйҗан билән түркийә арисидики һәрбий һәмкарлиқ даирисидә, икки дөләт армийәлири арисидики өзара маслишишни күчәйтиш нишанини чөридәп, охшаш болмиған вақитларда маневирлар өткүзүлмәктә. ахирқи қетим май ейиниң бешида, бакуға йеқин йәрдики бир һәрбий мәшиқ саһәсидә өткүзүлгән бирләшмә маневирға миң әскәр, 80 танка вә бироневик, 60 зәмбирәк вә гиранатамийут, 12 данә Mİ-35 вә Mİ-17 типлиқ һуҗумчи вә тошуғучи тик учар айропилан вә һава мудапиә системилири қатнаштурулди. 5 – майғичә давамлашқан маневир ғәлибилик ахирлашти.

әзәрбәйҗанниң түркийәгә охшаш түркләрниң оғуз аймиқиға мәнсуп болуши, тарихий мусапидә охшаш земинда бирликтә йашаш һасил қилған қәдимий бирлик вә җуғрапийәлик йеқинлиқ, түркийәниң әзәрбәйҗан билән техиму йеқин дийалог орнитишиға қолайлиқларни йаритип бериду. түркийәниң әзәрбәйҗан билән болған мунасивәтлири көп қатламлиқ вә истратегийәлик сәвийәдә болуп,  икки дөләт башлиқлириниң вәзипә өтәшкә башлап, символлуқ әһмийәткә игә ишларни қилип болупла, тунҗи чәт әл зийарәтлирини өзара қилиш әнәниси бар. түркийә – әзәрбәйҗан икки тәрәп мунасивәтлири районда муқимлиқ вә тинчлиқ орнитишни нишан қилиду. икки дөләтниң мунасивәтлири һәрқандақ бир дөләткә хәвп елип кәлмәйду. түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири «истратегийәлик шерикчилик» уқумини толуқ мәнидә ипадиләп берәләйду. икки дөләтниң 25 йилдәк қисқа вақит ичидә өзара қолға кәлтүргән утуқлири вә бир – бирини йақлиши, тәврәнмәс қериндашлиқ риштисиниң бир намайандисидур.

түркийә, йуқири қарабағ мәсилисиниң әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини нәзәргә алған асаста, тинч усул билән һәл қилиниши үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә. бу даиридә, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати миниски гурупписиниң бир әзаси сүпитидә тиришчанлиқлирини давамлаштурмақта.

түркийә, 2016 – йили апрелдики әзәрбәйҗан – әрменийә алдинқи сепиниң бәзи җайлирида йүз бәргән шиддәтлик тоқунушлар вә адәм өлүш әһваллири көрүлгәндин буйан, әндишиси вә музакириләрниң сүритини ашуруш тоғрисидики чақириқини пурсәтла тапса тәкрарлап кәлмәктә. әпсуски, минсики үч тәрипи бу йәрдә һелиһәм қәтий ирадә билән қәдәм ташлимай, вақитни узартмақта. бу тоғрида чиқирилған хәлқаралиқ қарарларниң болушиға қаримай, бу мусапиниң мушу хил пәпиләш тактикилири арқилиқ узартилиши толиму әпсуслинарлиқ иш. қандақ болушидин қәтийнәзәр, йуқири қарабағ мәсилисиниң әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини сақлап қалған асаста, тинч усул билән һәл қилиниши җәһәттә түркийәниң әзәрбәйҗанни қоллиши давамлишиду.

икки дөләтниң истратегийәлик һәмкарлиқида, мудапиә наһайити муһим орунда туриду. йәнә, енергийә мәсилисиму икки дөләт арисида интайин муһим әһмийәткә игә. нөвәттә дунйави бир қурулушқа айланған тиранс анадолу тәбиий газ туруба линийәси қурулуши – танапниң қәдәмлири сүрәт билән ташланмақта. танапниң пүтүнләй хизмәткә кириштүрүлүши билән тәң, әзәрбәйҗан билән түркийәниң орни вә районниң истратегийәлик әһмийити техиму күчийиду.

мустапа кәмал ататүркниң 1921 – йили 14 – өктәбир күни әзәрбәйҗанниң әнқәрәдә турушлуқ вәкили ибраһим абилов вәзипә өтәш мәктупини сунған йиғиндики «әзәрбәйҗанниң хушаллиқи хушаллиқимиз, қайғуси қайғумиздур» дегән сөзлири аридин он йиллар өткәндин кейин һәйдәр әлийевниң «биз бир милләт, икки дөләтмиз» дегән җаваби билән өз ипадисини тапти. нөвәттә түркийә билән әзәрбәйҗан арисидики мунасивәтләрниң истратегийәлик әһмийити танаб , баку – тифлис – қарс төмүр йоли вә шуниңға охшаш қурулушлар арқилиқ техиму күчәймәктә. бу җәһәттә һәр икки дөләт күчлүк ғәйрәт, қәтий ирадигә игә. һазирқи һалити бойичә маңса, һәр икки дөләтниң бирликтә нишанлириға йетиши еһтималға йеқин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر