ақинҗи: анастасиадис мәсилини һәл қилиш мәркизидин йирақлашмақта

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси мустафа акинҗи, қибрис рим тәрипидики сайламларниң йеқинлишишиға әгишип, рим рәһбәр никос анастасиадисниң мәсилини һәл қилиш мәркизидин йирақлашқанлиқини ейтти.

740654
ақинҗи: анастасиадис мәсилини һәл қилиш мәркизидин йирақлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити сода уйушмисиниң омумий қурултийиға қатнашқан ақинҗи, «нишанимиз мәсилини һәл қилиш. мән, һәммә иш түгиди, дегән нуқтида әмәс, ийун ейида йәнә бир қетим урунуп беқиш мумкин» деди.

у, сөһбәтләрниң рим тәрәпниң һасил қилинған бирдәкликкә зит һалда алдинқи шәрт қойушқа урунуши түпәйли бир ениқсизлиққа иттирилгәнликини хатириләткән һалда, мәйли б д т  мәйли хәлқара җәмийәтниң буни йахши ойлиниши керәкликини тәкитлиди.

мустафа акинҗи, қибрис рим тәрәпниң тәклиплириниң вақит қолға кәлтүрүш мәқсәтлик икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر