бүгүн шушаниң ишғал қилинғиниға 25 йил болди

бүгүн әзәрбәйҗанниң шуша шәһириниң әрменийә тәрипидин ишғал қилинғанлиқи 25 – йилиға қәдәм қойған күн.

727702
бүгүн шушаниң ишғал қилинғиниға 25 йил болди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә армийәси 1992 – йили 8 – майда әзәрбәйҗан қәдимий шәһири шушани ишғал қилип, 840 әзәрбәйҗанлиқ пуқрани қәтл қилди, 22 миңдин артуқ әзәрбәйҗанлиқ вәтән земинлиридин көчүшкә мәҗбур болуп қалди, ишғал һәрикити җәрйанида шушадики 280 гә йеқин диний, тарихий вә мәдәнийәт абидиси булаң – талаң қилинди.

әзәрбәйҗанниң тағлиқ қарабағ земинлири вә униң әтрапиға җайлашқан 7 райондики әрменийә ишғали 25 йилға йеқин вақиттин буйан давам қилмақта.

шуша болса, қарабағдики башқа шәһәрләргә охшашла 25 йилдин буйан азадлиқ күнлирини күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر