йәнә бир уйғур кадир үстидә тәкшүрүш башланған

шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң сабиқ муавин башлиқи абдуразақ сайимниң дело турғузулуп тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди.

709302
йәнә бир уйғур кадир үстидә тәкшүрүш башланған

түркийә авази радийоси хәвири: хитай иҗтимаий таратқулирида тарқалған «җуңго иқтисад тори» ниң бүгүн (10-апрел) ки хәвиридин нәқил елинған учурда билдүрүлишичә, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ тәптиш мәһкииси қанун бойичә шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси парткоминиң сабиқ әзаси вә муавин башлиқи абдуразақ сайим (муавин назир дәриҗилик кадир) ни парихорлуқ билән әйибләп, дело турғузуп тәкшүрүшни башлиған.

дело тәкшүрүш хизмитиниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

қәйт қилнишичә, абдуразақ сайим аптоном районлуқ маарип назарити вә маарип нәшрийатида муһим вәзипиләрдә болған.

 тәңритағ ториниң 2017-йили 27-февралдики хәвиридиму абдуразақ сайимниң тәкшүрүлүватқанлиқи тоғрисида хәвәр берилгән иди.

таратқуларда, уйғурлар ичидики бир қанчә даңлиқ йазғучи, маарип вә нәшрийат саһәсидә хизмәт қилған бәзи мутәхәссисләрниңму тәкшүрүлүватқанлиқи тоғрисида учурлар тарқалмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر