шинҗаң универстетиниң мудири ташполат тийип вәзиписидин қалдурулған

шинҗаң универстети баш мудири вә парткоминиң муавин секретари ташполат тийипниң вәзиписидин қалдурулғанлиқи билдүрүлди.

705600
шинҗаң универстетиниң мудири ташполат тийип вәзиписидин қалдурулған

шинҗаң универстетиниң мудири ташполат тийип вә универстет парткоминиң секретари җав җйачи вәзиписидин қалдурулған. 31-март шинҗаң универстети тор бетидә елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә көрситилишичә, шуни күни чүштин кейин, шинҗаң универстетида кадирлар йиғини чақирилип, ташполат тийип вә җав җйачи вәзиписидин қалдурулған. ташполат тийипниң орниға вели барат, җав җйачиниң орниға җо шүйоң вәзипигә тәйинләнгән.

хәвәрдә билдүрүлишичә, ташполат тийип 2010-йили 12-айда универстетниң мудирлиқ вәзиписини өз үстигә алған икән.

ташполат тийип -1958йили 12-айда ғулҗа шәһиридә туғулған болуп, 1992-йили токйо тәбиий пән университетиниң санаәт пәнлири бойичә докторлуқ унваниға еришкән.

чен чүәнго уйғур райони партком секретарлиқиға тәйинләнгәндин кейин оттуриға чиққан «икки йүзлимичи әмәлдарларни җазалаш», «парихор әмәлдарларни җазалаш» вә «уйғур елидики әмәлдарларни хитай өлкилиригә йөткәш» қатарлиқ сийасәтләр диққәт тартмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر