илһам алийев: биз ишғалийәт астидики земинлиримизға қайтимиз

әзәрбәйҗан вәйран қилиш күчи әң йуқири заманивий қоралларни сетивалидиған болди.

703619
илһам алийев: биз ишғалийәт астидики земинлиримизға қайтимиз

түркийә авази радйоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев 2016 – йили априлда әрменийә – әзәрбәйҗан алдинқи фиронтида йүз бәргән тоқунушлардин кейин, көп сәрмайә тәләп қилидиған қорал келишимлирини түзгәнликини, әң заманивий, вәйран қилиш күчи әң йуқири қоралларни закас қилғанлиқини билдүрди. 

илһам әлийев дөләт мудапиә министирлиқиниң йуқири дәриҗилик мәсуллири билән һәмдә априлда әрменийә чеграсидики тоқунушларға қатнашқан һәрбий офетсирлар билән көрүшти. априлдики тоқунушларда әзәрбәйҗан армийәсиниң қәһриманлиқ дастанини йазғанлиқини тәкитләп, ишғалийәттин қутқузувелинған районларда әзрәбәйҗан байрақлириниң ләпилдәватқанлиқини әскәртти.

илһам әлийев: «өткән йилдики тоқунушлар, әзәрбәйҗан хәлқи вә дөлитиниң ишғалийәтни қәтий қобул қилмайдиғанлиқини, өз земининиң пүтүнликини қоғдаш үчүн һәрқандақ бәдәлни төләшкә һәрдаим тәййар икәнликини намайан қилип бәрди. биз ишғалийәт астидики земинлиримизға қайтимиз. бу бизниң биринчи вәзипимиз. өткән йили ишғалийәттин қутқазған җайлардикигә охшаш башқа җайлиримизғиму әәрбәйҗан байрақлиримизни текимиз» деди.

илһам әлийев әрменийәниң ишғалийити астидики тағлиқ қарабағниң дунйадики барлиқ дөләтләр тәрипидин «әзәрбәйҗанниң айрилмас бир парчиси» дәп етирап қилинғанлиқини тәкитләп, дөләтни вә армийәни күчләндүрүшни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر