хәлқара түрк академийәси

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «хәлқара түрк академийәси» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

698696
хәлқара түрк академийәси

түркийә авази радийоси: хәлқара түрк академийәси, йавро – асийа вә түрк дунйасидики илмий саһәләрдә муһим хизмәтләрни қиливатқан хәлқаралиқ тәшкилатларниң бири һесаблиниду. бу академийә биләт техиму йеқиндин тонушуп чиқиш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «хәлқара түрк академийәси» мавзулуқ темисини һузуруңларға сунимиз.

* * * * *

2009 – йили 3 – өктәбирдә чақирилған 9 – нөвәтлик түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр башлиқлар йиғинида, қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев түрк дунйаси билән мунасивәтлик тәтқиқатларни елип баридиған бир илмий мәркәзниң қурулуши пикрини оттуриға қойди. 2012 – йили 23 – авғуст бишкәктә чақирилған түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши алий дәриҗиликләр йиғинида мақулланған қарарниң роһиға асасән, әзәрбәйҗан, қирғизистан, қазақистан вә түркийәниң башламчилиқида түрк академийәси қурулди؛ 2014 – йили 27 – авғустқа кәлгәндә, түрк академийәси хәлқаралиқ салаһийәткә игә болди.

академийәниң алдинқи пиландики нишани, түрк дунйаси үчүн ортақ елипбә түзүш, ортақ терминологийә турғузуш, ортақ тарих йезиш, ортақ әдәбийат вә башқа саһәләргә алақидар иҗтимаий пән тәтқиқатлириға башламчилиқ қилиштин ибарәттур. академийәниң хизмәтлирини әң күчлүк қоллап келиватқан органларниң алдинқи қатарида түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи орун алиду؛ академийә, агентлиқниң йардими сайисида, 693 – йили 60 әтрапида түрк қәбилисиниң бир йәргә җәм болуп, йезиқлири вә мөһүрлирини ойуп қалдурған тарихий таш йадикарлиқни күн йүзигә чиқарди.

академийә әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийәдин түрк тарихи бойичә мутәхәссисләшкән илим әһлилириниң иштирак қилиши билән түрк кеңишигә әза әлләрниң оттура мәктәп оқуғучилири үчүн ортақ түрк тарихи дәрслик китабини тәййарлап чиқти. ортақ илмий тәтқиқатлар вә ортақ дәрслик китаблири түрк дунйасиниң мәдәнийәт риштиси, өзара маслишиши вә илмий саһәдики һәмкарлиқиниң чоңқурлишишиға һәмдәм болиду. униң үстигә ортақ қиммәт – қарашлар, ортақ тарих вә ортақ әдәбийат түрк тилида сөзлишидиған дөләт вә хәлқләрниң бир гәвдилишиши үчүн пикирий үстқурулма шәкилләндүриду.

түрк академийәсиниң үч чоң илмий / қәрәллик нәшри – әпкариму бар. тунҗи сани 2014 – йили йоруқ көргән «Global-Turk» журнили, тунҗи сани 2013 – йили чиққан «алтай вә түркийат» журнили, 2015 – йили нойабирдин буйан һәптилик нәшр қилиниватқан «Turkic Weekly» журнили бу саһәдики муһим бир бошлуқни толдурмақта.

хәлқара түрк академийәси ичидә тарих вә етимологийә, мәдәнийәт – сәнәт, иҗтимаий – иқтисадий тәтқиқатлар, хәлқаралиқ тәтқиқатлар, әдәбийат вә терминологийә намлиқ бәш академик бөлүм бар.

түрк академийәсиниң түрк тилида сөзлишидиған дөләтләрниң университетлири арисида оқутқучи -оқуғучилар һәрикәтлири, өзара маслишиш, дипломларни тәңләштүрүш, келишим түзүш дегәндәк мәсилиләрдиму актип рол ойниши пайдилиқ болиду. бу даиридә, түркийә алий маарип оргининиң башчилиқида түрк дунйаси университетлар агентлиқи, дегәндәк бир органниң қурулуши вә түрк академийәси сепигә мувапиқ шәкилдә киргүзүлүшини ойлишип беқишқа болиду.

мәркизи қазақистанниң пайтәхти астанәгә җайлашқан түрк академийәсиниң нөвәтчи башлиқи пирофессор доктор дархан қидирели, түрк дунйасиниң тонулған, һөрмәткә сазавәр илим әһлилириниң биридур؛ у, магистирлиқ унванини 1998 – йили әгә университетида «мустапа чоқайниң һайати, хизмәтлири вә дунйа қариши» дегән диссертатсийәси билән алғаниди. 2001 – йили истанбул университетидин «түркистанда җәдидчилик һәрикити вә түркийә билән болған мунасивәтлири» намлиқ диссертатсийәси билән докторлуқ унваниға еришти. түрк дунйасини наһайити йахши билидиған бир илим әһли болуш сүпити билән дархан қидирелиниң бу вәзипини өтүши наһайити җайидики бир таллаш һесаблиниду.

бир қанчә ай илгири астанидә түрк академийәсини зийарәт қилип, хизмәтлирини өз көзүм билән көрдүм. һәм академийәниң башлиқи пирофессор доктор дархан қидирели һәм бу органниң қиммәтлик мутәхәссислиридин қанат догалов, данийар косназаров, занат моминқулув вә ашкат кессикбайев қатарлиқлар академийәниң хизмәтлири тоғрисида әтраплиқ мәлумат бәрди. академийә, қурулғандин буйан мунасивәт вә паалийәтлирини давамлаштуруп кәлмәктә. нишанлириға асасән, муһим илгириләшләрни қолға кәлтүрмәктә.

мениң көрүп йетишимчә, органниң нөвәттики үстқурулмиси вә бинаси академийәниң хизмәт вә нишанлириға қариғанда кичик келип қалғандәк қилиду. мән, түрк дунйаси үчүн қиливатқан хизмәтлирини һәр җәһәттин қоллап келиватқан қазақистанниң алдимиздики басқучта түрк академийәсигә техиму мувапиқ вә кәң бир мәркәзни аҗритип беридиғанлиқиға ишинимән.

академийәниң хизмәт шараити тоғрисида түрк кеңишигә әза төт дөләтниң мунасивәтлик органлири арисида бәзи өзара маслишалмаслиқ мәсилиси бар. бу мәсилиләрниң һәл қилинип, хизмәтләрниң сүритиниң ашурулуши шәрт. түрк академийәси нөвәттә йунеско вә б д т  мәркәзлиридә хәлқаралиқ паалийәт өткүзәләйдиған һөрмәткә сазавәр бир орган. түркийә, қазақистан, әзәрбәйҗан вә қирғизистан түрк академийәсигә қилидиған йардимини күчәйтиши, шундақла униңға мунтизим хамчот аҗритиши лазим. керәклик йардәмләр қилинған тәқдирдә, түрк академийәси техиму әһмийәтлик илмий хизмәтләрни ройапқа чиқириду. йәнә, өзбекистан билән түркмәнистанниңму түрк академийәсигә һәмдәм болуши, хизмәтлиригә иштирак қилиши һәм өзлири һәм түрк дунйаси үчүн пайдилиқтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر