түрк дунйасиниң йунескоси: түрксой

түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түрк дунйасиниң йунескоси: түрксой» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

683416
түрк дунйасиниң йунескоси: түрксой

түркийә авази радийоси: 

түркий хәлқләр ара мәдәнийәт һәмкарлиқини күчәйтиш мәқситидә қурулған хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати - түрксой (TÜRKSOY) 24 йешиға қәдәм басти. «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түрк дунйасиниң йунескоси: түрксой» мавзулуқ түрк дунйасиниң муһим җамаәт дипломатийәси васитиси болған <түрксой> вә униң паалийәтлирини тема қилған анализини һузуруңларға сунимиз.

* * * * *

2000 – йиллар билән бирликтә хәлқара мунасивәтләрниң муһим уқумлири қатариға киргән җамаәт дипломатийәси, нөвәттә ташқи сийасәтниң өзгичә бир васитисиға айланди. соғуқ уруш дәвриниң ахирлишиши, учур – алақә технологийәлириниң сүрәт билән илгирилиши билән җамаәт дипломатийәси йеңи бир уқум болуп шәкилләнди. түркийә 2000 – йиллардин тартип ташқи сийасәттә тарихий вә мәдәний мираслирини тәкитлигән һалда, көп тәрәплимилик ташқи сийасәт иҗра қилмақта. бу мәнидә, җамаәт дипломатийәсиму паал ташқи сийасәтниң бир васитиси. түрк ташқи сийаситиниң қәдимий майиллиқ нуқтилириниң бири болған түркистан пүткүл дунйави күчләр алаһидә қизиқиш билән қараватқан районларниң бири һесаблиниду. бу нуқтини чиқиш қилған һалда, районда муһим хизмәтләрни қиливатқан хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати – түрксойниң паалийәтлиригә нәзәр ташлап чиқайли.

түрк дунйасиниң йунеско (UNESCO б д т  пән, маарип, мәдәнийәт тәшкилати) си һесаблинидиған хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати – түрксой, 1993 – йили әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан вә түркийә җумһурийити мәдәнийәт министирлиқлири тәрипидин имзаланған келишим сайисида қурулди. кейинчә шималий қибрис түрк җумһурийити, русийә федератсийәсигә қарашлиқ аптоном җумһурийәтлиридин татаристан, башқурдистан, алтай, саһа, тува вә хакас җумһурийити билән бирликтә молдавийәгә қарашлиқ гагавуз йери аптоном җумһурийити, түрксойға көзәткүчи әза сүпитидә әза болди. түрксойниң 6 қурғучи вә 8 көзәткүчи болуп җәмий 14 әзаси бар.

түрксой 24 йилдин буйан түрк хәлқлириниң көңүл риштиси вә қериндашлиқини күчәйтиш, ортақ түрк мәдәнийитини кәлгүси әвладларға йәткүзүш вә уларни дунйаға тонутуш үчүн хизмәт қилмақта. қурулуш басқучида «түрксой» дегән исим «түрк күлтүри вә сәнәтлири ортақ йөнәтими (башқуруши)» дегән сөзләрниң баш һәрплиридин шәкиллиниду. бирақ, кейинчә ортақ қарар чиқирип, бу исим «хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати» ға өзгәртилди.

түрксойниң паалийәтлирини түрк тилида сөзлишидиған дөләтләрниң мәдәнийәт министирлиқлири даимий кеңиши бекитиду. даимий кеңәш йиғинида чиқирилған қарарлар, түрксой баш катибатлиқи тәрипидин иҗра қилиниду. түрксой, рәссамлар учришишлири, опера күнлири, әдәбийат қурултайлири дегәндәк әнәниви паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ түрк дунйасиниң һәр қайси җайлиридики илим әһлилири вә сәнәтчиләрниң өзара тәҗрибә алмаштурушиға имканийәт йаритип бериду.

түрк дунйасиниң ортақ байрими болған йеңи күн / норуз, түрксойниң 2010 – йили йунеско мәркизидә, 2011 – йили б д т  омумий кеңишидә өткүзгән тарихий тәбрикләш паалийәтлири сайисида дунйаға тонутулди.

түрксой һәр йили пәрқлиқ дөләтләрдин йүзләрчә сәнәтчиниң иштирак қилиши арқисида тийатирдин киноғичә, музикидин һәр хил сәнәт түрлиригичә паалийәтләрни өткүзиду. түрксой, һәр хил нәшри әфкарлири арқилиқ түрк хәлқиниң бай мәдәний мирасини кәң тарқатмақта. түрксой журнили түрк, рус вә инглиз тиллирида нәшр қилинмақта. йәнә түрксой нәшрийатидин чиққан түрк шевә вә тиллиридики наһайити көп әсәр 14 дөләттә оқурмәнлири билән учрашмақта.

түрксой өткүзгән хатириләш йиғинлири вә елан қилған хатирә йиллири арқилиқ түрк мәдәнийитигә хизмәт қилған улуғвар затларни йашларға тонутиду. түрксойниң мәдәнийәт һайатимизға беғишлиған йеңилиқлириниң йәнә бири, түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти елан қилиш паалийитидур. бу даиридә 2012 – йили астана, 2013- йили әскишәһир, 2014 – йили қазан, 2015 – йили түркмәнистанниң мәрв шәһири түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти елан қилинди. 2016 – йиллиқ түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти шәкидә чақирилған йиғинға иштирак қилған пүткүл вәкилләрниң бирдәк қарари билән, 2017 – йиллиқ түрк дунйаси мәдәнийәт пайтәхти қазақистанниң түркистан шәһири болди. бурунқи нами «йәси» болған түркистан шәһири, пикир – қарашлири һелиһәм түрк дунйасиға тәсир көрситиватқан хоҗа әһмәд йәсәви дунйаға кәлгән вә һайатиниң ахириғичә йашиған шәһәрдур.

түрк кеңиши, түрк академийәси, түрк мәдәнийәт вә мирас вәқпи, түрксой билән һәмкарлишиватқан башқа хәлқаралиқ тәшкилатлардур. түрксой йәнә өзи билән охшаш пиринсип вә нишанға игә йунеско, есеско вә мустәқил дөләтләр бир гәвдиси инсаний һәмкарлиқ вәқпи дегәндәк хәлқаралиқ тәшкилатлар биләнму һәмкарлиқ орнатмақта.

түрксойниң баш катиплиқ вәзиписини 2008 – йили 29 – майдин буйан қазақистанниң сабиқ мәдәнийәт министири дүсән касеинов өтәп кәлмәктә. муавин баш катиплиқ вәзиписини болса, түркийәниң һөрмәткә сазавәр илим әһлилиридин пирофессор доктор фират пурташ өтимәктә. түрксойда әза дөләтләрниң мәдәнийәт министирлиқлири тәрипидин тәйинләнгән вәкилләрму вәзипә өтәйду.

түрксойниң баш мәркизи түркийәниң пайтәхти әнқәрәдидур. нөвәттә түрксой түрк тили сөзлишидиған дөләт вә хәлқләрниң даириси әң кәң тәшкилатлириниң бири һесаблиниду. әза вә көзәткүчи әза дөләтләрниң мәдәнийәт – сайаһәт ишлири министирлиқлириниң һәмнәпәс болуши арқисида паалийәтлирини давамлаштуруп келиватқан түрксой, көп тәрәплимилик һәмкарлиқ вә өзара җамаәт дипломатийәси җәһәттә үлгилик бир органдур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر