нуман қуртулмуш хоҗаәли қирғинчилиқи үстидә тохталди

нуман қуртулмуш байанатида, әзәрбәйҗан йүртлиридин бирси болған хоҗаәлида буниңдин 25 йил илгири әрменийә лүкчәклири тәрипидин елип берилған қирғинчилиқни нәпрәт билән әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, «унтимидуқ вә онтулдурмаймиз» деди.

679617
нуман қуртулмуш хоҗаәли қирғинчилиқи үстидә тохталди

 

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш «әрменийә ишғал қиливалған әзәрбәйҗан земинидин балдуррақ чеқип кетиши лазим» деди.

нуман қуртулмуш хоҗаәли қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 25 – йилини хатириләш мунасивити билән елан қилған байанатида, «хәлқара җамаәтчилик 1992 – йили 26 – февралда хоҗаәлидә йүз бәргән инсанийәткә хилап қанунсизлиққа узунғичә қарап туривәрмәслики лазим. әрменийә ишғал қиливалған әзәрбәйҗан земинидин балдуррақ чеқип кетиши керәк» деди.

нуман қуртулмуш байанатида, әзәрбәйҗан йүртлиридин бирси болған хоҗаәлида буниңдин 25 йил илгири әрменийә лүкчәклири тәрипидин елип берилған қирғинчилиқни нәпрәт билән әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, «унтимидуқ вә онтулдурмаймиз» деди.

ғәрб әллириниң һәрдаим әрменийәниң аталмиш давалирини тәшвиқ қилишни давмлаштуриватқанлиқини, бирақ 20 – әсирниң әң вәһшийанә қәтлиамлиридин бирси болған хоҗаәли ирқий қирғинчилиқиға көз йумуп келиватқанлиқиниму тәкитләп: «хәлқара җамаәтчилик 1992 – йили 26 – февралда хоҗаәлидә йүз бәргән инсанийәткә хилап қанунсизлиққа узунғичә қарап туривәрмәслики лазим. әрменийә ишғал қиливалған әзәрбәйҗан земинидин балдуррақ чеқип кетиши керәк. түркийә вә әзәрбәйҗан хәлқи икки дөләт байриқи астидики бир милләтниң әзалири болуш сүпити билән азабтиму вә шатлиқтиму бир вә бирликтә болушни давамлаштуриду. өзара қериндашлиқини әбидил әбәд давамлаштуриду. әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизниң азабиниң бизниңму азабимиз икәнликимизни әскәртиш билән биргә, хоҗаәли қәтлиамида шеһт болған қериндашлиримизға аллаһтин йәнә бир қетим рәһмәт теләймиз» деди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر