уйғур академийәси уйғур ана тил күнини тәбрикләйду

уйғур академийәси бу йилму 7-нөвәтлик уйғур ана тил тәтқиқати вә уйғур доктор-магестир оқуғучилар илмий муһакимә йиғиниға, истанбулда саһибханлиқ қилиду.

670028
уйғур академийәси уйғур ана тил күнини тәбрикләйду

түркийә авази радийоси хәвири: 7-нөвәтлик уйғур ана тил тәтқиқати вә уйғур доктор-магестир оқуғучилар илмий муһакимә йиғини 19-феврал истанбулдики фатиһ султан мәһмәт универстети топкапи мәвләвиханисида өткүзүлиду.

бу қетимлиқ ана тил вә доктор-магестир оқуғучилар илмий муһакимә йиғинға, охшашла уйғур академийәси саһибханлиқ қилидиған болуп, йиғин 19ـфеврал чүштин кейин вә чүштин кейин икки қисимға бөлүнгән һалда бир күн давамлишиду. уйғур академийәси бир қанчә йилдин буйан давамлаштуруп келиватқан мәзкур әнәниви йиғинға бәзи йеңилиқларни қошуп бейитти.

 чүштин бурунқи йиғинниң темиси ана тил һәққидә болуп, әнқәрә вақти саәт 10:00 дин 13:30 ғичә давамлишиду. буниңда, истанбул универстетиниң оқутқучиси доктор раһилә қәшқири «түркийәдики уйғур тилиниң тәтқиқ қилиниш әһвали вә уйғур зийалийлириниң әһвали» темисида؛ уйғур ана тил тәшәббусчиси абдувели айуп әпәнди «уйғурлар вә ана тил һәққидә» дегән темида лексийә сөзләйду. лексийәдин кейин, уйғур өсмүрләрниң ана тил һәққидә тәййарлиған сәнәт номурлири көрситилиду.

чүштин кейинки йиғинда, уйғур доктор-магестир оқуғучилар «түркийә вә чинниң иқтисадий риқабәт күчи», «исираилийә чин мунасивити» вә «тарихта чин ханиданлириниң уйғур дийариға әвәткән әлчилири немиләрни елип қайтти?»  дегән темиларда лексийә сөзләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر