әзәрбәйҗан 20 - йанвар паҗиәсиниң 27 йиллиқини хатирилимәктә

әзәрбәйҗанда 1990 – йили 20 – йанварда мәйданға кәлгән «қанлиқ йанвар» вәқәлириниң 27 йиллиқи хатириләнмәктә.

655676
әзәрбәйҗан 20 - йанвар паҗиәсиниң 27 йиллиқини хатирилимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкини сақлап қелиш күрәш тарихидин қәһриманлиқ сәһиписи, дегән нам билән орун алған 1990 – йили 20 – йанварда, әзәрбәйҗанға қарши земин дәвалирини илгири сүргән әрменийәниң ишғалчи тәшәббуслири вә сабиқ совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи рәһбәрликиниң буниңға көз йумушиға ғәзәпләнгән әзәрбәйҗан хәлқи, бакуниң коча – мәйданлириға чиқип наразилиқини оттуриға қойди.

совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи армийәсиниң пуқраларға қарши һәрбий күчини ишқа селиши нәтиҗисидә еғир паҗиә йүз бәрди. у күнләрдә өз дөлитини, хәлқиниң әркинликини вә иззәт – һөрмитини һәммидин үстүн орунға қойған әзәрбәйҗанлиқлар җанлирини пида қилип шеһит болди.

1990- йили 19-, 20 – йанвар кечиси алдин җиддий һаләт елан қилинмастинла совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи армийәси әзәрбәйҗанға қарши һәрбий һәрикәткә өтти. бу паҗиә нәтиҗисидә 137 адәм өлтүрүлди, 744 адәм еғир йариланди, 841 адәм қанунсиз шәкилдә назарәт астиға елинди. вәқәләр җәрйанида 200 өй – макан, хусусий вә дөләт игиликидики муқим мүлүк вәйран қилинди.

вәқәләр нәтиҗисидә әзәрбәйҗан узун йиллар бойичә арзу қилинған мустәқиллиқигә еришти. бу қанлиқ паҗиәниң йүз бәргинигә нурғун йиллар болған болсиму, у кечини һәммә наһайити йахши хатириләйду. 20 – йанвар паҗиәси һәр йили әзәрбәйҗанда «қайғу күни» сүпитидә хатирилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر