истанбулдики террорлуқ һуҗумчисиниң кимлики вә исми ениқланди

террорчиниң әсли исми абдулгадир машарипов икәнлики вә даешниң оттура асийа қурулмисиниң өзбек тармақ гурупписиға тәвә икәнлики оттуриға чиқти.

646528
истанбулдики террорлуқ һуҗумчисиниң кимлики вә исми ениқланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдики «миллийәт» қатарлиқ бир қанчилиған нопузлуқ гезитләр истанбул вилайәтлик сақчи идариси вә истихбарат органлирини мәнбә көрсәткән хәвиридә, истанбулдики террорлуқ һуҗумчисиниң кимлики вә исминиң ениқланғанлиқини илгири сүрди.

хәвәрдә мунулар қәйт қилинди:

йеңи йил кечиси истанбулдики рена кечилик кулубиға һуҗум қилип, 39 адәмниң җениға замин болған террорчиниң әсли исми абдулгадир машарипов икәнлики вә даешниң оттура асийа қурулмисиниң өзбек тармақ гурупписиға тәвә икәнлики оттуриға чиқти.

истанбул ортакөйдики рена кулубида 39 кишинң җениға замин болуп, 71 кишиниң йаридар болушини кәлтүрүп чиқарған террорчиниң кимлики муәййәнләшти.

қолида қирғизистан паспорти болған террорчиниң өзбикистанда туғулғанлиқи, қирғизистанниң ош шәһиридә университетта оқуғанлиқи вә даешниң оттура асийа қурулмисиға тәвә икәнлики ениқланди.

сақчиларниң қанчилиған күндин буйан террорчиниң кимликини мәхпий тутуп, нурғунлиған адрисларға бесип керип тәкшүрүш елип барғанлиқи, һуҗумдин кейин сақчиларниң елип барған һәрикәтлиридә даешниң өзбек қурулмисиниң асасән дегүдәк тармар қилинғанлиқи билдүрүлди.  

«миллийәт» гезитиниң илгири сүришичә, сақчилар әмдиликтә абдулгадир машарипов исимлик өзбек террорчиниң өтмүшини тәкшүрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر