түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған қомандан

түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған қомандан ғази афшин бәг

634937
түркийәниң пәтһи қилинишида  муһим рол ойниған қомандан

түркийә авази радийоси хәвири: «афшин» оттура асийада үсрушәнә райониниң башқучғучилириға берилгән унвандур. ғази афшин бәг сәлчуқийлар дөлитиниң әң мәшһур ғазийси вә бәглиридин биридур. түркийәниң пәтһи қилинишида әң баштин орун алған сәлчуқийлар  бәглиридиндур. 1063 – йили султан алп арсланниң тәхткә олтурушидин кейин ван хорасан түркмәнлири йәрлишишкә башлиған бир район иди. 1066 – йилдин етибарән һаҗиб гүмүш тәкин қоманданлиқидики оғуз бәглири арисида афшин бәгму бар иди. мурат вә диҗлә дәрйалирини бойлап көплигән җайларни пәтһи қилди. низип вә адийаман районини пәтһи қилип, шәрқий җәнубий анадолуда тунҗи түркмән фатиһлири қатаридин орун алған афшин бәг, урфа райониниң византийәлик генерали аруанданосни мәғлуб қилип, районниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниди.

 ғази афшин бәг сәлчуқийлар дөлити беги гүмүш тәкинниң қериндишини әхләт районида өлтүргәндин кейин, гүмүш тәкин билән дүшмәнлишип қалди. шуниң билән, гүмүш тәкингә қарши һәрикәткә өтүп, уни өлтүрди. бу вәқәдин кейин султан алп арсланниң ғәзипидин қорқуп, ғәрб тәрәпкә кәтти вә антәпкичә болған җайларни пәтһи қилди. кейинчә йәни 1068 – йили антәптин йолға чиқип, антакйани қоршав астиға алди.

афшин бәг бу җәрйанда султан алп арсланниң өзини кәчүрүм қилғанлиқини уққандин кейин, антакйадики византийә гарнизони билән келишим имзалап, мәлум миқдарда баҗ төләш шәрти билән қоршавни бикар қилди вә шәрқ тәрәпкә қайтти. аридин бир йил өткәндин кейин қизилирмақ дәрйаси бойлириға йүрүш қилған афшин бәг византийә императори романос диогенис һәләбкә йүрүш қилған пурсәттин пайдилинип, чақмақ тезликидә византийә империйәсиниң ғәрбий анадолу райониға йүрүш қилди. әскишәһир вә истанбул тәрәпләрни пәтһи қилди. романос диогенисниң өзини тәқиб қилиш үчүн йолға чиққанлиқидин хәвәр тапқан һаман, конйа арқилиқ чуқуроваға берип, шу йәрдин антакйани қоршиди. бу униң антакйани иккинчи қетимлиқ қоршиши болуп, қоршав тамамландиғандин кейин, шәһәр аһалисини өзигә баҗ тапшуридиған қилип, шәрққә, әхләткә қайтти.

1070 – йили сәлчуқийлар  бәглиридин болған вә султан алп арсланниң қиз қериндиши гәвһәр хатунниң йолдиши әр басган сәлчуқийлар дөлитигә асийлиқ қилип,  қол астидики бир гуруппа түркмән билән бирликтә византийә империйәсидин панаһлиқ тилигәниди. бу вақитта византийә империйәсиниң чеграси әтрапида романос диогенисниң қоманданлиридин мануел комненос билән учрашқан әр басган униңдин панаһ тартип кәлгәнликини ейтқан болушиға қаримай, уни ишәндүрәлмиди. шуниң билән, мануелгә қарши уруш қилишқа мәҗбур болди. урушта мануел комненос йеңилип, әр басганға әсиргә чүшти. әр басган мануел комненосқа өзиниң сәлчуқийлар дөлити султаничин қечип, панаһлиқ издәп бу йәргә кәлгәнликини ейтти. йәнә бир тәрәптин, султан алп арсланму әр басганни тутуп келиш үчүн афшин бәгни әвәткәниди.

афшин бәг истанбул йеқинлириғичә әр басганниң изидин қоғлап маңди. бирақ қиш йеқинлашқанлиқи үчүн әхләткә қайтти. андин султан алп арслан билән бирликтә келәр йили йаздики малазгирт урушиға қатнашти. 1077 – йили сүрийә районини мәлик тутушқа тартуқ қилған султан мәликшаһ афшин бәгни тутушниң әмригә бәрди. тутушниң йәнә бир оғуз беги болған атсизни дәмәшқтә өлтүрүшидин кейин, тутушқа болған ишәнчиси төвәнләп кәткән афшин бәг униңдин айрилди. 1078 - йили шималға йүрүш қилип, антакйани қоршав астиға алди. тутушму антакйани талан – тараҗ қилған афшин бәгкә қарши атланғаниди.

 мәлик тутушниң өзигә қарап келиватқанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, афшин бәг дийарбақир райониға қарап йүрүш қилди. афшин бәг антакйа аһалисиға бу қетимму баҗ – селиқ тапшуруш түзүмини йолға қойғаниди. афшин бәг дийарбақирға кәткәндин кейинки вәқәләр тоғрулуқ тарихий мәнбәләрдә һечқандақ мәлумат йоқ. у, шу вәқәдин кейин вапат болған болуши мумкин.

ғази афшин бәг византийә қошунлириға қарши ғәрбий анадолуғичә созулған районларни пәтһи қилиш һәрикәтлирини елип барған мәшһур бир мусулман түрк беги иди. униң романос диогенисниң изидин қоғлиши җәрйанида ишләткән тактикилири, қолланған тәдбирлири вә византийә империйәсиниң ички районлириға қилған йүрүшлири малазгирт урушиниң алдида диққәт қозғиған әң чоң һәрбий вәқәләрдин һесаблиниду.

бүйүк сәлчуқийлар дөлитиниң мәшһур қомандани ғази афшин бәгни чәксиз иптихарлиқ вә миннәтдарлиқ туйғуси ичидә мәңгү йад етимиз.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر