түркийәдики уйғурларниң күчлүк қоллиғучиси нәвзат түркдән әпәнди вапат болди

түркийәдики уйғурларниң алдинқи қатардики қоллиғучилиридин адвокат нәвзат түркдән әпәнди қәйсәридә  90 йешида дунйа билән ведалашти. уйғурлар униңдин айрилғанлиқиға чоңқур қайғурди.

627622
түркийәдики уйғурларниң күчлүк қоллиғучиси нәвзат түркдән әпәнди вапат болди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: 1965 - йили уйғур районидин афғанистан арқилиқ түркийәгә һиҗрәт қилип, қәйсәригә йәрләшкән уйғурларға таки һайатиниң ахириғичә мадди, мәниви һәр түрлүк йаридәмләрдә болуп кәлгән адвокат нәвзат түркдән әпәнди қәйсәридики уйғулар арсида «нәвзат ака»дәп алаһидә һөрмәтлинәтти.

нәвзат түркдән әпәнди 40 йилдин буйан изчил нәшир қилиниватқан «әрҗийис журнили»ниң қурғучиси вә баниси болуп, у өз нөвитидә уйғурларниң күчлүк қоллиғучиси, акиси, қол – қанити, уйғур мәсилиси вә күлтүрини тонутушқа халисанә төһпә қошқучиси дәпму мәшһур иди. 

нәвзат түркдән әпәнди 1928 – йили 2 - ийунда қәйсәридә туғулған болуп, истанбул университети қанун факултетини пүткүзгән вә 1995 – йилидин тартип қәйсәридә адвокатлиқ билән шуғулланған иди. у «әрҗийис журнили»ни 1979 – йили тәсис қилип, қәйсәри мәдәнийити шундақла уйғурлар вә түрк дунйасини тонутушқа чоң тоһпиләни қошқан иди.

нәвзат түркдән әпәнди қәйсәри вә түрк дунйасға көрсәткән халисанә хизмәтлири йүзисидин нурғун қетим чоң мукапатларға еришти.

нәвзат түркдән әпәндиниң вапати пүтүн түркийәдики уйғурларни чоңқур қайғуға салди. қәйсәридә турушлуқ уйғурлар тәзийә зийаритидә болуп, дуа - тилавәтләрни қилди.

түркийә мәтбуатлириму униң вапатиға алаһидә орун аҗратти.  униң вапат болғанлиқ хәвири уйғурлар арисида иҗтимаий таратқулар арқилиқ кәң тарқалди. хәвәрни аңлиған уйғурлар нәвзат түркдән әпәндигә аллаһтин рәһмәт вә аилисигә сәвр – тақәт тиләклиридә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر