йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси абдулқадир йапчан һәққидики қарарини елан қилди

йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси тәрипидин чиқирилған бу қарар билән бир наһәқчилиқниң алди елинғанлиқи, дунйаниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди.

621444
йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси абдулқадир йапчан һәққидики қарарини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай даирилири 15 йилдин буйан террорлуқ билән әйибләп, түркийәдин қайтуруп беришни тәләп қиливатқан атақлиқ җамаәт әрбаби абдулқадир йапчан һәққидики йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң қарарнамиси түнүгүн (30-нойабир) елан қилинди.

2016 – йили 30 - нойабирда йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси тәрипидин чиқирилған қарарда абдулқадир йапчанни хитайға йаки үчинчи бир дөләткә қайтурушқа қәтий болмайдиғанлиқи ениқ уқтурулди.

буниңдин илгириму, истанбул бакиркөй җинайи ишлар сот мәһкимиси хитайниң әйибләшлиридә пакит йетәрсизликини вә сунулған дәлилләрниң хәлқара әдлийә өлчәмлиригә чүшмәйдиғанлиқини билдүрүп, абдулқадир йапчанниң гунаһсиз икәнлики вә хитайға қайтурушқа болмайдиғанлиқи һәққидә қарар чиқарған болуп, арқидин түркийә дөләт асасий қанун мәһкимисиму абдулқадир йапчанниң гунаһсиз икәнлики вә хитайға қайтурушқа болмайдиғанлиқи һәққидә рәсмий қарарнамә елан қилған иди.

түркийә йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисигә әза дөләт болғачқа, мәһкиминиң қарариға хилаплиқ қилалмайдиғанлиқи мәлум.

йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси тәрипидин чиқирилған бу қарар билән, бир наһәқчилиқниң алди елинғанлиқи, дунйаниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни шадлиққа чөмдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر