әзәрбәйҗанда йүсүф хас һаҗип һәққидә хәлқаралиқ илмий ликсийә йеғини чақирилди

қутадғу биликниң һәм бир сийасәтнамә, һәм бир нәсиһәтнамә икәнлики, йусуф хас һаҗипниң бу аләмшумул әсиридә йалғуз дунйаниң саадитила әмәс, бәлки ислам әқидиси бойичә ахирәт саадитиниңму әтраплиқ аңлитилғанлиқи тәкитләнди.

603224
әзәрбәйҗанда йүсүф хас һаҗип һәққидә хәлқаралиқ илмий ликсийә йеғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң сәки шәһиридә хәлқара йүсүф хас һаҗипни хатириләш илмий ликсийә йеғини өткүзүлди.

әзәрбәйҗан мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи, түрк дунйаси мәдәнийәт тәшкилати, әһмәд йәсиви университети, сәки валий мәһкимиси вә әзәрбәйҗан миллий күтүбханисиниң һәмкарлиқида чақирилған хәлқаралиқ илмий лексийә йиғиниға дөләт әрбаплиридин башқа йәнә нурғун санда академикләр қатнашти.

әһмәд йәсиви университети мутәвәлли һәйити башлиқи пирофессор доктор муса йилдиз ечилиш нутиқида, йүсүф хас һаҗипниң түрк дунйасида, түрк йүксәк әқлиниң шәкиллинишидә тарихқа өчмәс из қалдурған улуғ зат икәнликини ейтти. қутадғу биликниң һәм бир сийасәтнамә, һәм бир нәсиһәтнамә икәнликини, йусуф хас һаҗип қалдурған бу аләмшумул шаһ әсәрдә йалғуз дунйаниң саадитила әмәс, бәлки ислам әқидиси бойичә ахирәт саадитиниңму әтраплиқ аңлитилғанлиқини тәкитләнди.

қутадғу биликниң йәнә илим – пәнгә әһмийәт беришни тәкитләштәк муһим алаһидиликкә игә икәнлики үстидиму тохтилип, «улуғ динимиз исламниң түнҗи йолйуруқи <оқу!> дейиш билән башланған. пәйғәмбәр әләйһиссаламму барлиқ сөзлиридә инсанларни илимгә риғбәтләндүргән. йүсүф хас һаҗипму өз әсиридә билимни тәкитләйду. униң қаришичә билим бир мәшәл иди» деди.

пирофессор доктор муса йилдиз: «түрк дунйасида йүз бериватқан ечинишлиқ ишлар, түрк дунйасиниң миллий күлтүрини асас қилған һалда бир – биригә техиму бәк бағлиниши лазимлиқини көрситип бәрмәктә. шуңа әвладлиримизға буниңға охшаш әсәрләрни техиму йахши өгитишимиз вә тонутишимиз лазим» дегәнләрниму сөзлиригә илавә қилди.

түрк дунйаси мәдәнийәт тәшкилати муавин баш катипи пирофессор доктор фират пуртасму сөзидә, қирғистан, қазиақистан, түркмәнистан вә өзбекистанниң мустәқиллиқини тәбрикләйдиғанлиқини, түрк дунйаси мәдәнийәт тәшкилати болуш сүпити түрк дунйасидики барлиқ дөләтләрни тонутуш үчүн һәр хил паалийәтләрни уйуштуриватқанлиқини ейтти. дунйаниң һәммила йеридә дегүдәк иқтисади вә иҗтимаий мәсилиләрниң йүз бериватқанлиқини тәкитләп, «шуни хушаллиқ билән ейталаймизки, түркий хәлқләрниң қәлб бирлики вә күлтүр ортақлиқи үчүн интайин гүзәл паалийәтләрни уйуштуриватимиз. күлтүр җәһәттики һәмкарлиқимиз муқим һалда давамлашмақта. буниң башқа саһәләрдиму тәрәққий қилған һалда давамлишидиғанлиқиға ишинимиз» деди.  

хәлқара йүсүф хас һаҗипни хатириләш илмий ликсийә йеғинида йәнә әзәрбәйҗанлиқ мәшһур йазғучи рамиз әскәрниң «қутадғу биликниң библийографийәси» намлиқ китаби тонуштурулди вә нурғун санда атақлиқ академикләр қутадғу билик һәққидә тәййарлап кәлгән лексийәлирини сөзлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر