түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған қомандан

түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған вә наһайти көп оғузлар билән бирликтә султан алп арсланға бәйәт қилған қомандан

592037
түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған қомандан

түркийә авази радийоси хәвири: оғузларниң дөгәр қәбилисигә мәнсуп болған вә түркийәниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниған сәлчуқийлар бәглиридин әртуқ ғази 1063 – йили әзәрбәйҗан районида қол астидики сани наһайти көп оғузлар билән бирликтә султан алп арсланға бәйәт қилған.

1071 – йили сәлчуқийлар султани алп арслан малазгирт урушида византийә империйәсини йеңип, зәпәр қучқандин кейин, султан алп арсланниң қоманданлиридин бири болған әртуқ ғазиға оттура вә җәнубий анадолуни пәтһи қилиш вәзиписини тапшурған. у буйруққа бинаән йешилирмақ вадисиға келип, ички анадолу районидики шәһәр вә қәләләрни пәтһи қилиш үчүн ғәйрәт көрсәткән. кейинчә ирақ, бәһрәйн, җәнубий анадолу, сүрийә, қуддус вә пәләстин райониға қарап илгирилигән.

әксүк бәгниң оғли әртуқ бәг һазирқи түркийә җумһурийитиниң пайтәхти болған әнқәрәниң тунҗи вә әң қәдимий түркмән патиһидур. ривайәт қилинишичә, әртуқ ғази әнқәрәни 1073 – йили пәтһи қилған. әртуқ бәг византийә империйәсиниң тәхт талишиш маҗиралирида император намзати ботаниатесни қоллап, византийә императориниң таллинишида муһим рол ойниған. йәнә бир тәрәптин, шу мәзгилләрдә чақа бәгниң әсиргә чүшүп қалғандин кейин,  византийә империйәсиниң сарийида ботаниатесқа хизмәт қилиши диққәт қозғайду.

әртуқ ғази измирни пәтһи қилиш җәрйанида түркмәнләрниң топ – топ болуп, измиттин измирғичә болған пүткүл ғәрбий анадолуға көчүшидә түртклик рол ойниған.

әртуқ ғази оттура анадолу районида әнә шундақ пәтһи қилиш паалийәтлиридә болуватқан мәзгилдә сәлчуқийлар һөкүмдари султан мәликшаһ тәрипидин мәркәзгә чақиртилип, луристан районидики исйанларни тинҗитиш үчүн шу районға әвәтилгән.

әртуқ ғазиниң анадолудики пайдилиқ паалийәтлири уни мустәқил бир бәглик қуруштинму көрә дөләт саһиби болуш сәвийәсигә йәткәниди. бәһрәйн райони аһалиси батинийларниң исйанини тинҗитиш үчүн әвәтилгән әртуқ ғази бәсрәгә кәлгән. бу йәрдин һәрикәт қилип,  катиф вә аһса қәләлирини алған. арқидин давамлиқ алға илгириләп,  қарматийләрдин бәһрәйн араллирини алғандин кейин бағдадқа қайтқан.

бағдадта аббасийлар хәлиписи қаим биәмриллаһниң диван йиғиниға қатнашқан әртуқ ғазиға хлипә тәрипидин рукнуддин (динниң түврүки) вә заһируддин (динниң йардәмчиси) дегән мәниләрни билдүридиған унванлар берилгән. шуниңдин кейин тәкрар бәсрәгә қайтқан султан мәликшаһ билән көрүшкән вә униңға һәрбий йүрүшлири тоғрулуқ мәлумат бәргән.

әртуқ ғазиниң кейинки вәзипә өтәш йери йәнә бүйүк сәлчуқийлар султани мәликшаһниң буйруқиға асасән шәрқий җәнубий анадолу болған. шу чағда шәрқий җәнубий анадолу вә сүрийәдики йәрлик бәгләр бир – биригә қарши күрәш һалитидә болуп, бүйүк сәлчуқийлар султаниға анчә итаәт қилип кәтмәйтти. султан мәликшаһ антакйағичә болған пүткүл терротерийәниң биваситә сәлчуқийлар дөлитигә қарашлиқ болушиниң муһимлиқини обдан биләтти. һүлван районидин йолға чиқип, сүрийә райони сәлчуқийлар мәлики тутушниң йениға барған әртуқ ғази 1085 - йили бу йәрдин қуддусқа өткән. тутуш қуддус вә әтрапини сәлчуқийларниң адитигә асасән әртуқ ғазиға тартуқ қилғаниди.

әртуқ ғази анадолу патиһи сулайманшаһ билән сүрийә сәлчуқийлар мәлики тутуш оттурисида һәләб әтрапида йүз бәргән урушта тутуш тәрәптә турған. сулайманшаһниң өлүми билән нәтиҗиләнгән бу уруштин кейин һәләб вә сүрийә райони тутушниң қолиға өткәниди. бирақ бүйүк сәлчуқийлар султани мәликшаһ сулайманшаһниң өлтүрүлүшигә ғәзәплинип, сүрийә сәпиригә атланған.  тутуш билән әртуқ ғази буниңдин хәвәр тапқандин кейин чекинип, дәмәшқ вә пәләстингә кәткән.  әртуқ ғази қуддусқа чекингән.  шундин тартип вапат болғанға қәдәр қуддуста йашиған әмир әртуқ ғазиниң қәбрисиму қуддуста.

тарихшунас ибнуләсир «улар зәпәр қазанмиған һечбир  уруш болмиған»дәп атиған әртуқ ғазиниң оғуллири сөкмән вә илгази өзидин кейинки қуддусниң әмири сүпитидә вәзипә өткүзүвалған. әртуқ ғазиниң оғуллиридин илгази кейинчә мардиндә,  сөкмән һәсәнкәйфтә атилириниң намидин бирәр бәглик қурған. бу бәгликләр анадолудики тунҗи түрк бәгликлиридин болуп қалған. артуқлуқларниң мардин, дийарбақир, һарпут, һәсәнкәйф, әхләт вә битлистә айрим – айрим бәгликләрни қурған. әртуқлуқлардин һазирғичә нурғун мәдрисә, шипахана, җамә, имарәт, өтәң вә көврүк қатарлиқ тарихий йадикарлиқлар сақлинип қалған. әртуқ ғазини өз ичигә алған барлиқ патиһ шеһитләрни, ғазийларни чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә мәңгү йад етимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر