ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики абдулқадир йапчанни қоллиди

ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики абдулқадир йапчан һәққидә мәхсус байанат елан қилди.

588796
ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики абдулқадир йапчанни қоллиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирликиниң түнүгүн елан қилған байанатида, абдулқадир йапчанниң 2001 – йилидин тартип панаһланғучи салаһийити билән истанбулда йашаватқан муһим җамаәт әрбаби икәнлики вә бу қетим хитайниң бесими түпәйли вақитлиқ қолға елинип, түрмигә йолланғанлиқиға қарита ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики болуш сүпити билән қаттиқ қайғуриватқанлиқи билдүрүлди. 

хитайниң уйғур районидики чекидин ашқан бесимлириниң пүтүн ислам дунйаси тәрипидин қаттиқ ечиниш ичидә тәқип қилиниватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән байанатта йәнә, хитайниң болупму чәтәлләрдә уйғурларниң кишилик һоқуқи вә әркинликлири үчүн қанунлуқ паалийәт қиливатқан кишиләрниң һәммини «террорист» дәп қарилимақчи болуватқанлиқи, буниң писхиологийәлик һуҗум икәнлики вә бундақ әйибләшләр арқилиқ уйғурларниң әқәллий һәқ – һоқуқ тәләплирини бастурмақчи болуватқанлиқи илгири сүрүлди. 

байаната йәнә, муһаҗирәттики уйғурларниң илғар шәхислиригә қаритилған бу хил қанунсиз әйибләшләргә етибар бәрмәслик лазимлиқи, мәсилиниң хитай һөкүмити тәрипидин бундақ нуқтиларға елип келиниши түркийәниң  һәр даим езилгүчиләрниң йенида болуп кәлгән дөләт сийаситигму зит келидиғанлиқи билдүрүлди.

ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики өз байанатида, абдулқадир йапчан һәққидики тәлипини оттуриға қойуп мундақ деди:

«биз өз мәдәнийәт байлиқилиримиз асасида ғәрб дунйасиға инсанпәрвәрликтин дәрс өтүватқан улуғ дөлитимизниң һечқандақ айримчилиқ қилмастин, дунйаниң һәммила йеридики зулумға учриғучиларға қочақ ечиштәк есил сийасәтлири билән иптихарлинимиз. мана бу нуқтидин дөлитимиздә тинчлиқ вә хатирҗәмлик ичидә, қанунлуқ һалда йашаватқан уйғур қериндашлиримизни шундақла бу һәққаний дәвани қоллаватқан барлиқ мусулманларни азаблинишқа вә үмитсизликкә гириптар қилмаслиқ үчүн абдулқардир йапчанниң дәрһал, шәртсиз қойуп берилишини һәмдә пуқралиқ илтимасиниң тизрақ қобул қилинип, түркийә гәрәжданлиқиға елинишини тәләп қилимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر