әсәд күчлири түркмән теғиға һуҗум қозғиди

бәшшар әсәд һакимийитигә қарашлиқ күчләр лазиқиййә тағлиқ районидики түркмән теғи билән җәбәлуләкрадқа қуруқлуқ вә һавадин һуҗум қозғиди.

562037
әсәд күчлири түркмән теғиға һуҗум қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд күчлири җәбәлуләкрад районидики қиббани йезиси вә униң әтрапини уруш айропиланлири тик учар айропиланлар билән бомбардиман қилмақта. әсәд күчлириниң йәнә, түркмән теғидики кәләз, саллур, йамади вә зәйтинҗик йезилирини бомбардиман қилғанлиқи, районда бәзидә шиддәтлик тоқунушларниң йүз бәргәнлики, өлгәнләр вә йариланғанларниң барлиқи қәйт қилинди.

һакимийәт күчлири түнүгүн түркмән теғидики иса пинар йезисиға киришигә тиришқан болсиму, өктичиләрниң қаршилиқ көрситиши нәтиҗисидә чекинишкә мәҗбур болуп қалғаниди.

райондики партлаш авазлири сүрийә чеграсиға җайлашқан түркийәниң хатай вилайити йайладағи наһийәсидиму аңланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر