билал әрдоған уйғур чедирини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң оғли билал әрдоған һазирлиқларни көздин кәчүрүш үчүн уйғур чедирини зийарәт қилип мәлумат алди.

559759
билал әрдоған уйғур чедирини зийарәт қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йашлар вә тәнтәрбийә ишлири министирлиқиниң қоллиши билән истанбулда түнҗи нөвәтлики өткүзилидиған «хәлқара етник тәнтәрбийә вә күлтүр фесфивали»ға өйғурларму алаһидә тәййарлиқ билән қатнашти.

истанбулда 26 – авғусттин 28 – авғустқичә өткүзүлидиған хәлқара етник тәнтәрбийә вә күлтүр фесфивалида уйғурларға әң йахши вәкиллик қилиш үчүн «шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити» зор күч чиқарди. мәхсус чедир қуруп, уйғур мәдәнийити, тәнтәрбийәси вә йемәк – ичмәк күлтүрини намайан қилидиған там рәсимлири, қол – һүнәр сәнәт бойумлирини көргәзмигә қойди.  уйғур фолклор күлтүри вә уйғурларға хас тәнтәрбийә вә тамақ түрлирини нәх мәйданда әмәлий тонутуш үчүн мәхсус нумурларни тәййарлиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң оғли билал әрдоған һазирлиқларни көздин кәчүрүш үчүн уйғур чедирини зийарәт қилип мәлумат алди. «шәрқий түркистан маарип вә һәкарлиқ җәмийити» айаллар бөлими мәсули мунәввәр өзуйғур ханим билал әрдоғанға һазирлиқ хизмәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

һәр қайси түркий қериндаш милләтләрниң өзигә хас тәнтәрбийә  түрлири вә күлтүрлири тонуштурилидиған чоң фестивалниң ечилиш мурасимиға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниңму қатнишиши мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر