қирғиз вә өзбек йашлар оттурисида йәнә тоқунуш йүз бәрди

ош шәһири мәсуллири туқунушниң 18 – 23 йаш арисидики оғулларниң оттурсида йүз бәргәнликини ейтти.

555358
қирғиз вә өзбек йашлар оттурисида йәнә тоқунуш йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири:  қирғизистанниң ош шәһиридә қизғиз йашлар билән өзбик йашлар оттурисидики йерикчиликләр изчил давамлишип келиватқан болуп, 17 – авғуст чаршәнбә күни қораллиқ тоқунуш йүз бәрди.

қирғизистан сақчилири тоқунуш һәққидә җиддий тәкшүрүшни башлиди.

ош шәһиридә йеқиндин буйан қирғиз вә өзбек йашлар оттурисида тоқунушларниң пат - пат тәкрарлинип туриши хәлқни қаттиқ әндишгә салмақта.

бу қетим өш шәһириниң қурмонҗон дотһа наһийәсидә 17 - авғуст кечиси йүзлигән йашлар оттурисида кәч саәт 11:00 - 12:00 әтрапида тоқунуш башланди. оқ авазлиридин чөчүп кәткән хәлқ аммиси өйлириниң черағлирини өчүрүп тоқунушниң ахирилишишни күтти.

қораллиқ тоқунушта өлгән вә йаридар болғанлар һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.

шу районда турушлуқ назгүл намлиқ вәқәниң шаһиди мухбирниң зийаритини қобул қилип, «мән ухлаш үчүн балдур йатқан идим. өйгә күйоғлум кәлмәкчи иди. униң үчүн ешикни очуқ қойған идим. туйухсиз җедәл авазлири билән ойғунуп кәттим, диризидин қарисам, төвән тәрәптә олтурушлуқ йашларниң җедәл қиливатқанлиқини көрдүм. улардин бәзиләр бизниң өй бар қоро җайға кирди. мән дәрһал өйниң ишикини етивалдим. бирси ичкири киришкә урунған иди, мән токни өчүрүвәттим» деди. 

ош шәһири мәсуллири туқунушниң 18 – 23 йаш арисидики оғулларниң оттурсида йүз бәргәнликини ейтти. 

мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, бу  ош шәһиридә йүз бәргән тунҗи аммиви тоқунуш әмәс икән. һәр йили аз дегәндиму 5 – 6 қетим бу хил тоқунушлар йүз берип туридикән.

ош шәһири сақчи идариси башлиқи абдуллаһ капаров әһвалниң еғирлиқини ейтти. абдуллаһ капаров: «шәһәрдә бу хил кичик йаки чоң тоқунушлар даим дегүдәк йүз берип туриду. һазир шәһәрниң вәзийити интайин җиддий, ош шәһири худди бу йәрниң сеҗилйасиға охшаш қалди. шәһәрни булаңчилар идарә қилмақта. қораллиқ кишиләр йолда адәм болайду. бу йәрдә сода санаәтчиләрниң һәммиси дегүдәк булаңчилиққа дүч кәлди. қолида қорал көтүривалған кишиләр кочиларда айлинип йүрийиду, инсанларни қорқутиду. сақчилар буларға тақабил туралмайду» деди. 

2010 – йили йазда қирғизистанниң җәнубида йүз бәргән өзбек – қирғиз тоқунушида миңлиған киши һайатидин айрилған вә йаридар болған иди. ош шәһири өзбекистан чеграсиға интайин йеқин болуп, шәһәр аһалисиниң асаслиқ көп қисми өзбек йашлардин тәшкил тапиду.

ошта қирғиз йашлар билән өзбек йашлар оттурисида пат пат тоқунуш йүз берип туриду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر