түркләрниң анадолуни пүтүнләй пәтһи қилип, йәрлишишидә түрткилик рол ойниған җәмәт

силам вә түрк тарихиниң әң муһим һадисилиридин бири болған вә түркләрниң анадолуни пүтүнләй пәтһи қилип, йәрлишишидә түрткилик рол ойниған җәмәт.

543442
түркләрниң анадолуни пүтүнләй пәтһи қилип, йәрлишишидә түрткилик рол ойниған җәмәт

түркийә авази радийоси хәвири: бу җәмәт әлвәттә сәлчуқийлар империйәсиниң қурулушиға зор төһпә қошқан «али сәлчуқ» нами билән билинидиған сәлчуқийлар империйәсиниң һөкүмдарлири йетишип чиққан җәмәт болуп, бу җәмәтниң әзалирини бу йәрдә санап түгәткили болмайду. бирақ мәлум сандики төһпилиригә нәзәр ташлашниң өзила сәлчуқийлар җәмәтиниң түрк тарихида тутқан орнини оттуриға қойуш вә мәдәнийәткә қошқан төһпилирини айдиңлаштуруп бериш җәһәттин йетәрликтур.

 

сәлчуқийлар империйәси вә җәмәтигә анадолуниң ишиклирини ачқан малазгирт зәпиридә шәрқий рим императори мәғлуб болған һәмдә сәлчуқийлар империйәсиниң иккинчи һөкүмдари султан алп арслан билән бир келишим түзгәндин кейин, дөлитигә бихәтәр һалда йәткүзүп қойулғаниди.

шәрқий анадолудики малазгирт зәпири султан алп арсланға пүткүл ислам тарихида мислисиз шөһрәт қазандурғаниди. шуниң билән бир вақитта, бу шөһрәт сәлчуқийлар җәмәтиниң анадолуда қурулидиған «түркийә сәлчуқийлар империйәси» дә тутидиған орни җәһәттин бирдин - бир нәтиҗини оттуриға чиқарғаниди.

сәлчуқийлар җәмәтини чүшиниш вә анализ қилишниң әң муһим өлчими, униң мәшһур шәхслиридин бири болған султан алп арслан билән мәликшаһни чүшиниш вә анализ қилиштур. ғази султан алп арслан адәттин ташқири дәриҗидә җәсур, шиҗаәтлик киши болуп, униң исйан көтүргән уруқ – туғқанлириға тутқан әпучанлиқи, византийә императориға қилған муамилисидин қарап, униң пәзиләтлик, алийҗанаб вә наһайити кәң қорсақ бир зат икәнликини биливалғили болиду. у, оғли мәликшаһқа низалмулмүлкә охшашла наһайити парасәтлик бир вәзир билән һәммә җайда тинчлиқ орниталайдиған бир һакимийәтни мирас қалдурғаниди. бүйүк сәлчуқийлар империйәси һакимийәт йүргүзгән дөләтләр униң заманида системилиқ вә мәркәзгә қарашлиқ һалда бир әнәнә тәсис қилишқа тиришқаниди. империйәниң чегралири шималда оттура асийадин башлап, арал вә һазар деңизлириғичә, у йәрдин кавказ тағлири вә қарадеңиз саһиллириғичә؛ ғәрбтә, анадолуниң мармара қирғақлириғичә созулатти؛ җәнубта, пүткүл әрәб йерим арили султан алп арсланға вә кейинчә униң оғли мәликшаһқа тәвә иди. мәликшаһ заманида империйәниң терротерийәси шәрқтә пүткүл умман деңизи саһиллиридин, иран вә синди – һиндистанғичә, һәтта афғанистан вә түркистанғичә болған җайларни өз ичигә алатти.

империйәдә биваситә мәркәзгә қарашлиқ вилайәтләрдин башқа йәнә, султанни өз һөкүмдари дәп қобул қилған йәрлик султан җәмәтлири, сәлчуқийлар җәмәтиниң әзалири қурған мустәқил өлкилик бәгликләр вә түркмән бәгликлири җәмәтлириниң һәммиси бүйүк сәлчуқийлар һөкүмдариниң мәркәздики җәмәти билән қойуқ мунасивити бар болуп, шу җәмәткә бойсунатти.

буниңдин башқа йәнә, султан алп арслан миладийидин бурунқи 5 әсир илгири башланған шәрқ вә ғәрбкә қилған һәрбий йүрүшлиридә ғалибийәтниң саһиби шәрқтә, тоғрирақи дунйаниң сийасий вә мәдәнийәт җәһәттин «шәрқ» дәп билинидиған районға вәкиллик қилидиған түркләрниң қолида қалғанлиқини көрүп, бәхтийар һаләттә бу дунйадин кәткән. шәк – шүбһисизки, бу күрәшниң ахириму болмиған.

түркләр болупму аббаси хәлипилири заманида анадолуға киришкә башлиған. бу дәл сәлчуқийлар империйәси әмдила қурулуватқан мәзгил болуп, бу киришләр византийә империйәсини әндишиләндүридиған сәвийәгә йәткән. султан алп арслан билән бирликтә анадолу түркләрниң йурти сүпитидә қобул қилинған, арқидинла көчмәнләр йәрләштүрүлүшкә башлиған.

малазгирт урушиниң нәтиҗиси сүпитидә султан алп арслан билән башланған анадолуниң түркләр тәрипидин пәтһи қилиниш һәрикәтлири шунчилик дәриҗидә зорайғанки, шәрқтин ғәрбкә қарап ишқа кириштүрүлгән бу һәрбий йүрүш византийә империйәси вә иттипақдашлириниң пүтүн күчини ишқа салған болушиға қаримай таки истанбул пәтһи қилинғанға қәдәр давамлашқан.

сәлчуқийлар җәмәти дәвриниң бу пәтһи қилиш һадисилири нәтиҗисидә «анадолу» аталғусиниң орниға «түркийә» аталғуси ишлитилишкә башлиған. бу пәтиһ һәрикәтлиридә султан алп арслан, фатиһ султан сулайманшаһ, султан қилич арсланға охшиған шәхсләрниң қошқан төһпилири наһайити зор рол ойниған.

түрк тарихиниң, һәтта дунйаниң тарихиниң муһим дәврини тәшкил қилидиған сәлчуқийлар империйәсиниң қурғучилири болған бу бүйүк җәмәтни, бу җәмәтниң һерип – чарчашни билмәйдиған ғәйрәт – шиҗаәтлирини,  алийҗанаблиқлирини вә бирлик вә баравәрликлирини алаһидә тәкитләшкә тоғра келиду.

тарих тәңдашсиз бу җәмәтниң һузурида һөрмәт вә алий еһтирам билән йезилғандур. султан алаәддин кәйкубадниң тарихчиси ибни бибиниң «сәлчуқнамә» си буниң әң йарқин намайәндилиридин биридур.

сәлчуқийлар җәмәти мирас қалдуруп кәткән бу мәдәнийәт йадикарлиқлириниң ичидә һазирму айлиниш мумкин. бу йадикарлиқлар ичидә йашаватқан инсанлар болуш сүпитимиз билән, бу бүйүк җәмәтни чоңқур һөрмәт вә алий еһтирам билән йад етимиз.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر