«әзәрбәйҗан һәмишә қериндаш дөләт түркийә вә түрк хәлқи билән биллә»

әзәрбәйҗан қериндаш дөләт түркийәдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш тәшәббусиға ләнәт йағдурди.

530506
«әзәрбәйҗан һәмишә қериндаш дөләт түркийә вә түрк хәлқи билән биллә»

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи түркийәдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш тәшәббусиға ләнәт йағдурди һәмдә әзәрбәйҗанниң һәмишә қериндаш дөләт түркийә вә түрк хәлқи билән биллә икәнликини тәкитлиди. министирлиқ тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «қериндаш дөләт түркийәдә йүз бәргән өзгиришләр бизни қаттиқ азаблиди һәм толиму һәйран қалдурди. бу түркийә хәлқиниң демократик сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға чиқарған һөкүмәтни ағдуруп ташлашқа урунуш қилмишидур. түркийә хәлқи вә дөлити бирлик вә баравәрлик асасида мүрини - мүригә тирәп күрәш қилип, бу тәшәббусни тармар қилди. бизниң һәмишә қериндаш түркийә хәлқи вә дөлитини қоллайдиғанлиқимизни, вәзийәтниң әң қисқа вақит ичидә изиға чүшидиғанлиқиға чин дилимиздин ишинидиғанлиқимизни йәнә бир қетим пүткүл җаһанға җакарлаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر