түркмәнләр райони әсәдниң қолиға өтүп кәтти

сүрийәниң лазқийә шәһири әтрапидики байирбуҗақ түркмәнлири райониға җайлашқан қараманли йезиси вә егизлики бәшшар әсәд күчлириниң қолиға өтүп кәтти.

512281
түркмәнләр райони әсәдниң қолиға өтүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд күчлириниң буниңдин икки күн бурун түркмән йезилириға қозғиған һуҗумлири үзлүксиз давамлашмақта.

түнүгүн күн бойи нурғунлиған нуқтиларға минамйотлар вә башқурулидиған бомбилар арқилиқ һуҗум қилған бәшшар әсәд күчлири кәч тәрәпләрдә қараманли йезиси вә егизликини қолға киргүзүшкә урунди.

қаттиқ тоқунушлардин кейин йеза билән егизлик бәшшар әсәд күчлириниң қолиға өтүп кәтти.

қараманли егизлики түркмәнләрниң конитроллуқидики башқа нуқтиларни сақлап қелишта истиратегийәлик әһмийәткә игә.

бәшшар әсәд күчлири түнүгүнму ейса пинар йезисини қолға киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر