өз заманисидики мәшһур алим вә дөләт әрбаби

өз заманисидики мәшһур алим вә йеганә дөләт әрбаби ғәзнәлик мәһмуд.

509002
өз заманисидики мәшһур алим  вә дөләт әрбаби

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа тарихиға наһайити зор тәсир көрсәткән түрк тарихиниң йәнә бир муһим чолпини бар болуп, исми ғәзнәлик мәһмуд иди. 971 – йили 2 – нойабир күни бухарада туғулған, бирақ «ғәзнә» билән һиндистан терреторийәсидә мәңгү өчмәс изларни қалдурғанлиқи үчүн «ғәзнәлик» дәп аталған. атиси ғәзнә дөлитиниң қурғучиси сәбук тәгинниң оғлидур. мәлуматларға қариғанда, ғәзнәлик мәһмуд кичикидин башлапла шаһзадиләрни тәрбийәләш пирипсиплириға мас һалда йетишкән.

мәһмуд кичик вақтида шаһзадиләрни тәрбийәләш мусаписини мувәппәқийәтлик тамамлиған. қуран кәримни толуқ йадлиған, диний билимләрдә камалиға йәткән. атиси сәбук тәгин йазған «нәсиһәтнамә» бойичә йетиштүрүлгән. дөләтни бу китабтики адил вә кеңәш пирипсиплириға асасән башқурған. шаһзадилики дәвридә хорасан вә иран районида «падишаһ» унвани билән валийлиқ вәзиписи өтигән. шуниң билән, дөләт башқуруш мусаписини мувәппәқийәтлик һалда бесип өтүп, муһим тәҗрибә – савақларға игә болған.

мәһмуд йашлиқ дәвридила дадиси билән бирликтә қатнашқан урушларда җасарәт вә әқил - парасәт бабида даң чиқарған. бир мәзгил питнә – пасатлар сәвәбидин дадиси билән мунасивити йаманлишип қелип, ғәзнә қәләсигә қамалғаниди. сәбук тәгин вапат болған чағда, оғли исмаилниң тәхткә чиқишини вәсийәт қилғаниди. униң бу вәсийитигә асасән исмаил һөкүмдар елан қилинди. бирақ хурасан шаһи мәһмуд исмаилниң һөкүмдарлиқини етирап қилмиди. қериндиши насир билән тағиси буғраҗукни йениға тартти. икки қериндашниң қошунлири 998 – йили бир - биригә қарши җәңгә чүшти. мәһмуд исмаилниң қошунини йеңип, ғәзнә дөлитиниң тәхтигә чиқти.

 ғәзнәлик мәһмуд түрк тарихидики тунҗи «султан» дәп аталған һөкүмдар болуп, һиндистанға уда 17 қетим һәрбий йүрүш қилған. бу җәрйанда һиндистанниң әң чоң ибадәтханилири вә бутлирини қолға киргүзгән. шу сәвәбтин униңға «һиндистанниң пәтһи қилғучиси» ләқими вә «ғази» унвани берилгән. униң әң мәшһур вә нәтиҗилири етибари билән әң чоңи дейишкә болидиған һәрбий йүрүши 16 – қетимлиқ һәрбий йүрүшидур. бу йүрүш җәрйанида  һиндистанниң ғәрбий саһилиға җайлашқан катиавар йерим арилидики сумнат шәһирини пәтһи қилған. бу шәһәрдики һинди бутлириниң әң чоңи дәп аталған «мубат сива» ни вә ибадәтханидики бутларни чеқивәткән. шуңа униңға «бутларни чаққучи» дәп ләқәм қойулған. «мубат сива» исимлик бут парчиланғандин кейин ибрәт болуши үчүн һәрқайси җайларға әвәтилгән. парчилардин бири ғәзнә улуғ җамәсиниң алдиға, иккинчиси ғәзнә дөлити сарийиниң алдиға, үчинчи билән төтинчи парчилири болса мәдинә вә мәккигә әвәтилгән.

султан мәһмуд 1030 – йили 30 – феврал күни ғәзнәдә вапат болғанға қәдәр тиним тапмастин хизмәт ишләп, ғәзнә дөлитини шу дәврдики әң чоң империйәгә айландурған. дөләт башқуруш җәһәттики таланти, сийасий қабилийити вә мислисиз пәтһи қилиш иқтидари билән түрк – ислам дунйасиниң өзгичә дөләт әрбаблиридин бири һесаблинидиған султан мәһмуд һайатиниң көп  қисмини уруш мәйданлирида өткүзгән. у вапат болған чағда, ғәзнә дөлитиниң терреторийәси ғәрбтә әзәрбәйҗанға, шәрқтә һиндистанниң үстүн гәнҗ вадисиға, шималда харәзмға, җәнубта һинди окйанға тутишатти. у диндар, әқил – парасәтлик, йирақни көрәләйдиған, еһтийатчан вә адил һөкүмдар иди.

 

алимларни һимайә қилидиған султан мәһмудниң имам шафий билән имам һәнәфийниң һузурида муназирәләшкәнлики билиниду. алимларға болған һөрмити, адалити вә дөләт башқуруштики маһарити билән һәм өз дәвридики һәм өзидин кейинки дәврләрдики шаирларниң махтишиға сазавәр болған, шу дәвридә йезилған әсәрләрдә адаләт вә инсапниң үлгиси дәп аталған. фирдәвси, унсури, фәрруһу систани вә әсҗәди қатарлиқ шаирлар униң еһсанлириға наил болған. шу дәвриниң тарихчиси әлутби «тарихий йәмини» намлиқ әсирини униңға беғишлап йазған. бу мәшһур әдәбий әсәр башқа тилларға толуқ тәрҗимә қилғили болмайдиған дәриҗидики пасаһәтлик тил билән йезилғанлиқи үчүн, тарихий китаб болуштин сирт йәнә, мәшһур әдәбийат әсири дәп қаралған.

атақлиқ астрономийә вә математика алими бируни узун муддәт ғәзнә дөлити сарийида турған вә бу җәрйанда «китабут тәһқиқу малил һинд» намлиқ әсирини йазған. бируни султан мәһмуд вапатидин кейин уни «өз заманисидики мәшһур алим  вә йеганә дөләт әрбаби ғәзнәлик мәһмуд» дәп тәриплигән.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر