һаҗи бәкташи вәли

атақлиқ алим һаҗи бәкташи вәли.

490589
һаҗи бәкташи вәли

түркийә авази радийоси хәвири: анадолуда түркмәнләр арисида ислам дининиң кәң тарқилишида муһим рол ойниған әң муһим шәхсләрдин бири һаҗи бәкташи вәлидур. униң һайати һәққидә мәлумат берилгән дастан шәкиллик мәнбәләрдә нәсиби пәйғәмбәр әләйһиссаламға тутишидиған катта әвлийа икәнлики қәйт қилиниду. тарихий мәнбәләрдә көрситилишичә, дадисиниң исми ибраһим болуп, униң нәсибиму әһли бәйт имамлиридин муса казимға тутишиду. һаҗи бәкташи вәлиниң дадиси ибраһим әпәнди хорасан түркмәнлиридин есил нәсәблик бир хан иди.

һаҗи бәкташи вәлиниң йашлиқ дәвридә мәшһур суфий лоқман пәрәндәдин кейин униң тәвсийәси билән әһмәд йәсәвида оқуғанлиқиға даир дастансиман ривайәтләр бардур. әһмәд йәсәвиниң вапат болған вақитни нәзәрдә тутқанда, һаҗи бәкташи вәлиниң әһмәд йәсәвида оқуғанлиқиниң еһтималға наһайити йеқин икәнликини көрүвалғили болиду.

һаҗи бәкташи вәли асийада моңғулларниң истиласи башланғандин кейин анадолуға кәлгән әвлийалардин бири болуп, әһмәд йәсәви униңға өзиниң шагирти икәнликигә ишарәт қилидиған символларни берип, уни анадолуға әвәткән. вәзипини тапшурувалғандин кейин мәккигә берип, һәҗ қилған бәкташ «һаҗи» дәп аталған. қайтишида кәрбалани зийарәт қилғач анадолуға өткән. һаҗи бәкташи вәли чәпни түркмәнлиригә аит бир қишлақ болған сулуҗараһөйүк (бүгүнки күндики һаҗи бәкташ) қа кәлгән вә қандинҗиқ аниниң өйидә меһман болған. турмушини қамдаш үчүн йезиниң калилирини беқип, падичилиқ қилишқа башлиған. өзиниң әвлийалиқ карамәтлирини көрситиши билән анадолуда тонулушқа башлиған. бүгүнки күндики ханиқаниң орниға тунҗи ханиқа болған қизилҗа һалвәтни бәрпа қилған. әтраптики әвлийалар вә хәлқ арисида кәң тонулған һаҗи бәкташи вәлиниң даңқи анадолуға пор кәткән. һаҗи бәкташи вәли сулуҗакараһөйүктә түркмәнләргә чоңқур тәсир көрсәткән, нәвшәһир / үргүп районидики хиристийанлар биләнму қойуқ мунасивәт орнитип, уларниң ислам диниға киришигә земин һазирлиған. шагиртлирини анадолуниң һәрқайси җайлириға әвәткән һаҗи бәкташи вәли өзи билән бир дәврдә йашиған суфийлар билән селиштурғанда анадолуниң исламлишишиниң әң муһим вәкиллиридин әһли сүннә вә мөтидил ислам етиқадиға игә дәрвиш устаз иди.

қарашлири йәсәвилик сулукидин қутбәддин һәйдәрниң нәзәрийәлири билән охшишип кетидиған тәрәплири бар болған һаҗи бәкташи вәли бу җәһәттин йәсәви һәйдәридур. әлван чәләби, әһмәд әфлаки вә ашиқпашазадә қатарлиқларниң китаблиридин униң сәлчуқийлар империйәси дәвридә анадолуда суфийлиқниң қәләндәри сулукиға вәкиллик қилидиғанлиқини көрүвалғили болиду.

һаҗи бәкташи вәлиниң османли империйәсидә болупму «бәкташи әһли» дәп аталған йәничәриләр арисидики шөһритиму униң алпәрәнлик мақамиға уйғун келиду. буниңдин башқа йәнә, униң османли ғазилири вә әскәрлири ичидә пир «мәниви йолбашчи» дәп қобул қилинишида абдал мусаға охшиған шагиртлири муһим рол ойниған.

абдал муса һаҗи бәкташи вәлиниң әң муһим шагиртлиридин бири болуп,14 – әсирниң алдинқи чарикидин кейин һаҗи бәкташи вәли ханиқасиниң шәйхи болғаниди. у бир қисим йәсәви – һәйдәри дәрвишлири билән бирликтә йеңи қурулуватқан османли бәглики терротерийәсигә кәткән, шу йәрдә орһан ғазиға хизмәт қилип, нурғунлиған җәңләргә иштирак қилип, наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән. абдал муса һаҗи бәкташи вәли исминиң османли империйәсидә шөһрәт қазинишида түрткилик рол ойниған дәрвиш болуп, у ишқа ашурған әң чоң иш болса, бирликтә җәңгә қатнашқан османли империйәси ғазилириға һаҗи бәкташи вәлиниң дастанлирини аңлитип, уни тонуштуруш болған.  у һаҗи бәкташи вәлини алди билән бурсада тонуштурған, кейинчә бәргама вә әтрапиға, у йәрдин анталйаға берип йәрләшкән бүгүнки күндики тәккәкөй дәп аталған йәрдики ханиқасида дәрвиш тәрбийәләшни давамлаштурған.

һаҗи байрами вәлиниң дастансиман һайат һекайиси байан қилинған «вилайәтнамә һаҗи бәкташи вәли» намлиқ китаб уни тарихий кимлик җәһәттин тонушимизда муһим рол ойниған катта әсәр һесаблиниду. буниңдин башқа йәнә, һаҗи бәкташи вәлиға «мақалат» намлиқ китабни өз ичигә алған көплигән китаблар нисбәт берилмәктә. китабул фәваид, нәсайиһи һаҗи бәкташи вәли, тәпсир патиһә, шәрһи бәсмәлә, рисалә вә шатһийә қатарлиқлар буларниң бир қисмидур.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر