сахавәт бабида һөрмәт чоққисиға йәткән уйғур

канадада йашаватқан бир уйғур сахавәт бабида хәлқимизниң чоңқур һөрмитигә еришти.

455540
сахавәт бабида һөрмәт чоққисиға йәткән уйғур

түркийә авази радийоси хәвири: уйғурлар әзәлдинла башқа саһәдикигә охшашла сахавәт ишлиридиму өзиниң йүксәк пәзилитини җари қилдуруш билән кәң тонулған әң есил милләттур. дәрвәқә әзиз хәлқимиз бу мислисиз алаһидиликини өзи йашиған җайлардиму намайән қилип, һәм хәлқимизниң чоңқур һөрмитигә еришмәктә һәм башқа милләтләрни қаййиллиқ деңизида үздүрмәктә. сахавәт бабида һөрмәт чоққисиға йәткән уйғурлардин бири канадада йашаватқан абдурусул һаҗимдур. мәлуматларға қариғанда, аммиви таратқуларда канаданиң торонто шәһиридә турушлуқ абдурусул һаҗимниң 2 мәсҗид сетивелип, уйғур җамаитигә вәхпә қилиши (беғишлиши) уйғур тордашларни шундақла хәлқимизни чәксиз шад – хурамлиққа чөмдүргән. игилинишичә, сахавәтчи абдурусул һаҗим өзиниң хусусий мәблиғидин 650 миң доллар аҗритип, торонтода уйғурлар үчүн 2 мәсҗид сетивелип, җамаәткә вәхпә қиливәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر