қериндашлиқ учришиши ахирлашти

истанбул, уйғурларниң 6- нөвәтлик қериндашлиқ учришишиға саһибханлиқ қилди.

85005
қериндашлиқ учришиши ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: «6- нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши» истанбулда өткүзүлди. 2- авғуст башлинип 6 күн давамлашқан 6- нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришишиға түркийә қатарлиқ 14 дөләттин кәлгән 100 гә йеқин уйғур иштирак қилди.

дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши даирисидә өткүзүлгән муһакимә йиғинлирида уйғур тили вә кимликиниң муһапизәт қилинишиниң әһмийити тәкитләнди.

йиғинни орунлаштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайитуллаһ оғузхан, қериндашлиқ учришишиниң охшаш болмиған чүшәнчидики кишиләрниң өзара учришишиға һәссә қошқанлиқини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر