әзәрбәйҗан - әрменийә алдинқи сепидә тоқунуш йүз бәрди
йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси дидиер буркһалтер түнүгүн бакуда қарабағ мәсилисини күнтәртипкә елип келиватқан бир пәйттә, алдинқи сәптин йәнә тоқунуш хәвәрлири кәлди
81248
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан - әрменийә алдинқи сепидә тоқунуш йүз бәрди.
йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси дидиер буркһалтер түнүгүн бакуда қарабағ мәсилисини күнтәртипкә елип келиватқан бир пәйттә, алдинқи сәптин йәнә тоқунуш хәвәрлири кәлди.
вәқә, нәһчиван аптоном җумһурийитидә мәйданға кәлди.
мәлуматларға қариғанда, әрменийә әскәрлириниң уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилиши нәтиҗисидә тоқунуш йүз бәргән. тоқунушта бир әзәрбәйҗан әскири һайатидин айрилған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә қирим татарлири сүргини вә чәркәз сүргүнини хатирләп байанат елан қилди
түркийә қирим татарлири вә кавказдики қериндаш хәлқләрниң азабини ортақлишидиғанлиқини билдүрди.