қирғизистан пирезиденти билән түркмәнистан пирезиденти түркийәд

әтә бодрумда чақирилидиған түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң 4 - нөвәтлик башлиқлар йиғини һарписида рәһбәрләр әнқәрәдә рәсмий учришишларда болиду

81267
 қирғизистан пирезиденти билән түркмәнистан пирезиденти түркийәд

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти билән түркмәнистан пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта.
әтә бодрумда чақирилидиған түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң 4 - нөвәтлик башлиқлар йиғини һарписида рәһбәрләр әнқәрәдә рәсмий учришишларда болиду.
түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов, җумһур рәис абдуллаһ гүл тәрипидин чанкайа җумһур рәислик сарийида рәсмий мурасим арқилиқ қарши елиниду.
айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин абдуллаһ гүл билән бәрдимуһәммәдов, икки дөләт оттурисида һасил қилинидиған келишимләрниң имза мурасимиға иштирак қилиду.
кейинчә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлиду.
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи җәмил чичәк вә баш министир рәҗәп таййип әрдоған биләнму айрим - айрим көрүшидиған бәрдимуһәммәдов, түркийә - түркмәнистан сода - иқтисад мунбири йиғиниму қатишиду.
қирғизистан пирезиденти алмазбек атамбайевму бодрумда чақирилидиған башлиқлар йиғини һарписида әнқәрәдә учришишларда болиду.
чанкайа җумһур рәислик сарийида абдуллаһ гүл тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинидиған атамбайев, кейинчә абдуллаһ гүл билән айрим көрүшиду.
атамбайев, түркийә - қирғизистан истиратегийәлик али һәмкарлиқ кеңишиниң иккинчи нөвәтлик йиғиниға баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә рийасәтчилик қилиду.
икки дөләт оттурисида имзалинидиған келишимләрдин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлиду.
җумһур рәис абдуллаһ гүл, чанкайа җумһур рәислик сарийида атамбайевниң шәрипигә кәчлик тамақ зийапити бериду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر