татаристан пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта

минниханов вә униң һәмкарлиқидики һәйәтни санаәт районида адана валийси һүсәйин авни җош қарши алди

77612
 татаристан пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: татаристан пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта.
русийә федератсийәсигә қарашлиқ татаристанниң пирезиденти рустәм минниханов, сода – санаәт дунйасиниң вәкиллири билән көрүшүш вә селинма мунасивәтлирини йәниму тәрәққий қилдуруш мәқситидә аданаға йетипм берип, санаәт районини көздин кәчүрди.
минниханов вә униң һәмкарлиқидики һәйәтни санаәт районида адана валийси һүсәйин авни җош қарши алди.
минниханов, санаәт райони һәққидә учур игилигәндин кейин бир қисим муәссәсәләрни екискурсийә қилди.
аданалиқ сода – санаәтчиләр билән бир йәргә җәм болған минниханов, ортақ ишқа ашурулған селинмилар һәққидә өзара пикир алмаштурди.
минниханов кейинчә мәрсинға өтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر