т р т үч мусабиқини нәқ мәйдандин тарқитиду

т р т кейинки пәсилдин башлап үч пәсил бойичә йавропа путбол федератсийәлири бирләшмиси (UEFA) ниң чемпийонлар мусабиқиси, йавропа чемпийонлар мусабиқиси вә конферанс чемпийонлар мусабиқисиниң нәқ мәйдандин тарқитиш һоқуқини сетивалди.

2093939
т р т үч мусабиқини нәқ мәйдандин тарқитиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т байанат елан қилип, түркийә командилириниң мусабиқилирини «TRT 1» вә «т р т спор» қаналлирида тамашибинларға һәқсиз тарқитидиғанлиқини, техиму көп мусабиқиләрни идариниң рәқәмлик суписи «тәбиий» (tabii) дә көргили болидиғанлиқини билдүрди.

билдүрүлишичә, чемпийонлар мусабиқиси, йавропа чемпийонлар мусабиқиси вә конферанс чемпийонлар мусабиқисини нәқ мәйдандин тарқитиш һоқуқи пәқәт т р т ғила мәнсуп икән.

т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи бу һәқтә тохтилип: «т р т йуқирида тилға елинған мусабиқиләрни үч пәсил бойичә нәқ мәйдандин йалғуз өзила тарқитиду. т р т тарихидики бу тунҗи тарқитишқа еришкәнликимиздин интайинхушаллиқ һес қилимиз» деди.

мусабиқиләрни «TRT 1» вә «т р т спор» қаналлирида вә идариниң рәқәмлик суписи «www.tabii.com» адресидинму көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر