түркийә путбол командиси йавропа чемпийонлуқиға қатнишиду

түркийә дөләтлик путбол командиси латвийә командисини йәңди вә 6-қетим йавропа чемпийонлуқиға қатнишиш салаһийитигә еришти.

2051302
түркийә путбол командиси йавропа чемпийонлуқиға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: 2024 -йиллиқ йавропа лоңқиси 7-һәптидә  D гурупписида өткүзүлгән шаллаш мусабқисидә, латвийә командисини 0 гә қарши 4 нәтиҗә билән мәғлуб қилип, 6-қетим йавропа лоңқисиға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүрди.

гурупписида киродийә командисини мәғлуб қилған түркийә дөләтлик путбол командиси, латвийә командисини конйа тәнтәрбийә мәйданида күтүвалди.

биринчи мәйдан мусабиқидә, һәр икки команда топ киргүзәлмиди. иккинчи мәйдан мусабиқә башлинип 58-минутта, түркийә маһири йунус акгүн латвийә командисиниң варатасиға бир топ киргүзди. 83-минутта җәң тосун бир калла топ, 87-минутта кәрәм актүркоғлу бир топ киргүзүп, нәтиҗини 0 гә қарши 3 кә чиқарди.

ахирида, 90 минутлуқ мусабиқгә қошуп берилгән икки минутта җәң тосун йәнә бир топ киргүзүп нәтиҗини 0 гә қарши 4 кә чиқарди.

буниң билән, түркийә дөләтлик путбол командиси номурини 16 гә чиқирип, гурупписида биринчи болди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германийәдә өткүзүлидиған 2024-йиллиқ йавропа путбол чемпийонлуқиға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүргән түркийә дөләтлик путбол командисини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر