исираилийә васкетбол командилириниң мусабиқилири тоңлитилди

хәлқара васкетбол федератсийәси (FIBA) исираилийә дөләт командилириниң барлиқ мусабиқилириниң йеңи уқтуруш елан қилинғичә тоңлитилғанлиқини билдүрди.

2048700
исираилийә васкетбол командилириниң мусабиқилири тоңлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара васкетбол федератсийәси исираилийә дөләт командилириниң барлиқ мусабиқилириниң йеңи уқтуруш елан қилинғичә тоңлитилғанлиқини билдүрди.

хәлқара васкетбол федератсийәси байанат елан қилип, бихәтәрлик көздә тутулған һалда бихәтәрлик мәслиһәтчилириниң тәвсийәлири бойичә исираилийә командилириниң хәлқара васкетбол федератсийәсиниң йавропа күнлүки астида өткүзүлидиған барлиқ мусабиқиләрниң йеңи уқтуруш елан қилинғичә тоңлитилғанлиқини билдүрди.

мәзкур қарарниң, йавропа айаллар васкетбол лоңқиси вә хәлқара васкетбол федератсийәси йавропа лоңқисида мусабиқигә чүшидиған бәш исираилийә командисиниң барлиқ мусабиқилирини өз ичигә алдидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر