әрдоған хизмәтдашлири билән васкетбол ойниди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хизмәтдашлири билән бирликтә васкетбол ойниди.

2041437
әрдоған хизмәтдашлири билән васкетбол ойниди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң санаәт, сода, енергийә, тәбиий байлиқлар, учур вә техника комитети рәиси вә адаләт вә тәрәққийат партийәси парламент әзаси мустапа варанк, әрдоғанниң хизмәтдашлири билән бирликтә васкетбол ойнаватқан көрүнүшлирини һәмбәһрилиди.

варанк иҗтимаий таратқудики адресида «үстәлдә, мәйданда, тәнтәрбийәдә күрәш қилишқа давам» дегән ибариләр билән бирликтә һәмбәһрилигән син һөҗҗитидә, әрдоғанниң җумһур рәислик мәһкимиси һойлисидики васкетбол мәйданида хизмәтдашлири вә парламент әзалири билән васкетбол ойнаватқан көрүнүшлири  орун алди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر