түркийә әрләр валибол командиси ахирқи 16 айланма мусабиқигә қатнишиш пурситини қолға кәлтүрди

түркийә дөләтлик әрләр валибол командиси йавропа валибол ләвһә талишиш мусабиқисиниң ахирқи 16 айланма мусабиқигә қатнишиш пурситини қолға кәлтүрди.

2033528
түркийә әрләр валибол командиси ахирқи 16 айланма мусабиқигә қатнишиш пурситини қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик әрләр валибол командиси йавропа валибол ләвһә талишиш мусабиқисиниң <д> гурупписиниң 5- шундақла ахирқи мусабиқисидә саһибхан дөләт исраилийә командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән мәғлуп қилип, ахирқи 16 айланма мусабиқигә қатнишиш пурситини қолға кәлтүрди.

түркийә дөләтлик валибол командиси исраилийәдә өткүзүлгән йавропа валибол ләвһә талишиш мусабиқиси <д> гурупписида бәш мәйдан мусабиқигә чүшүп, икки мәйдан ғәлибә қилди, үч мәйданда мәғлуп болди.

гурупписида сәккиз номурға еришип төтинчи рәттин орун алған «сеткиниң йегитлири (филәниң әфәләри)» ахирқи 16 айланминиң <б> гурупписида биринчи болған силовенийә командиси билән мәйданға чүшиду؛ мусабиқә булғарийәниң варна шәһиридә өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر