айаллар валийбол командиси түркийәни сөйүндүрди

дөләтлик айаллар валийбол командиси түнүгүн 30-авғуст «зәпәр байрими» да, полша айаллар командисини мәғлуб қилип, төт команда ичигә кирди вә түркийәни сөйүндүрди.

2031225
айаллар валийбол командиси түркийәни сөйүндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә айаллар валийбол командиси йавропа чемпийонлуқида төт күчлүк команда ичигә кирди. чарәк һәл қилғуч мусабиқидә, полша командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән мәғлуб қилған команда, италийә командиси билән тәңләшти.

түркийә айаллар валийбол командиси полша айаллар валийбол командиси билән бирйусселда өткүзүлгән чарәк һәл қилғуч биринчи мәйдан мусабиқидә 23 кә қарши 25, иккинчи мәйдан мусабиқидә, 22 гә қарши 25 вә үчинчи мәйдан мусабиқидә 20 гә қарши 25 номур билән ғәлибә қилди.

буниң билән, түркийә айаллар валийбол командиси йерим һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر