йепәк йоли раллисиниң маһирлири венгирийәдә учрашти

дунйадики алдинқи қатардики аптомобил йиғилишлириниң бири болған йавропа-шәрқ / шәрқ-ғәрб достлуқ ралли мусабиқисиниң йеңи бекити болған йипәк йоли раллиси башланди.

2027228
йепәк йоли раллисиниң маһирлири венгирийәдә учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропадики алтә дөләттин кәлгән 40 маһирниң қатнишиши билән, түркийәдин өтүп моңғулийәгә баридиған йипәк йоли раллей мусабиқисиниң бир қисми сүпитидә, 19-авғуст германийә, австирийә вә италийәдин йолға чиққан маһирлар 20-авғуст венгирийәдә учрашти.

16-сентәбир (2023) гичә 11 миң километир мусапини бесип өтидиған бу йиғилиш сербийә, булғарийә, түркийә, иран, әзәрбәйҗан, өзбекистан, қирғизистан, қазақистан вә уйғур районидин өтүп  моңғулийәдә ахирлишиду.

шәрқий ғәрб достлуқ вә тинчлиқ ралли җәмийитиниң рәиси надир серин йавропа парламентида (AP), бу йиғилишниң муһим нишанлириниң бириниң түркийәни тонуштуруш икәнликини ейтқан иди.

у: «бу йиғилишни түркийәни тонуштуруш даирисидә тәшкилләватимиз, маһирларниң һәммиси дегүдәк чәт әллик, улар бу йил алтә дөләт қатнашти, биз 20 аптомобил вә 40 адәм билән йолға чиқимиз. мусабиқигә қатнашқучилар түркийәдә көргән меһмандостлуқ сәвәбидин дөлитигә қайтқандин кейин бизниң пидаий баш әлчилиримиз болиду. шәрқ вә ғәрб мәдәнийити оттурисида көврүклүк рол ойнаш, болупму йавропада уруш давамлишиватқан бир вақитта техиму муһим. йипәк йоли раллиси анадолудин өтүп, донай дәрйасини орхун вадисиға туташтуриду. биз бу аптомобилларни бултурқи тунҗи қетимлиқ йиғилиштикигә охшаш, бу йилму әң ахирқи бекәткә ианә қилимиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر