19 йаштин төвән айаллар миллий командимиз һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришти

түркийәниң 19 йаштин төвән айаллар миллий валийбол командиси дунйа айаллар валийбол ләвһә талишиш мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришти.

2023080
19 йаштин төвән айаллар миллий командимиз һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә айаллар валийбол командиси киродийәниң осиҗек шәһиридә өткүзүлгән дунйа айаллар валийбол ләвһә талишиш мусабиқисиниң йерим һәл қилғуч мусабиқисидә йапонийә командиси билән мусабиқиләшти.

түркийә айаллар валийбол командиси йапонийә командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йеңип, һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришти.

түркийә айаллар валийбол командиси әтә италийә – америка мусабиқисидә утқан команда билән һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر