галатасарай командиси олимпиҗа лублана командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди
галатасарай командиси йавропа путбол бирләшмиси чемпийонлуқни талишиш мусабиқиси даирисидики 3- шаллаш мусабиқисиниң тунҗи мәйдан мусабиқисидә словенийәниң олимпиҗа лублана командисини өзиниң мәйданида 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди.
2022020
түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт лубилҗанадики стозис тәнтәрбийә сарийида түркийә вақти саәт 22.00 дә башланған мусабиқигә шиветсийәлик репир андреас екберг рийасәтчилик қилди.
мусабиқидә, галатасарай командисиниң топлирини 9- минутта кәрәм ақтүркоғлу, 48 минутта дриес мәртенс мертенс вә 90 + 2 минутта халил дәрвишоғлу киргүзди.
рәқибини 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңгән галатасарай командиси көрүнәрлик үстүнлүкни қолға кәлтүрди.
бу мусабиқиниң иккинчи қетимлиқи 15- авғуст чаршәнбә күни истанбулда өткүзүлиду.