мәрвә тунҗәл уда үчинчи қетим чемпийонлуқни қолға кәлтүрди

су үзүш маһири мәрвә тунҗәл алтун медалға еришти

2007626
мәрвә тунҗәл уда үчинчи қетим чемпийонлуқни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миллий су үзүш маһири мәрвә тунҗәл сербийәдә өткүзүлгән йавропа йашлар су үзүш ләвһә талишиш мусабиқисиниң 1500 метирға әркин үзүш түригә қатнашти.

һәл қилғуч мусабиқидә 16.18.53 лик нәтиҗә билән чемпийон болған мәрвә тунҗәл, бу қетимқисини қошқанда, уда үчинчи қетим охшаш арилиқтики үзүш мусабиқисидә йавропа чемпийонлуқини қолға кәлтүргән болди.

түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министири осман ашкин бак йавропа чемпийони болған дөләтлик су үзүш маһири тунҗәлни тәбриклиди.

осман ашкин бак тәбрик сөзидә: «қизимиз мәрвәниң бу мувәппәқийити су тәнтәрбийәси җәһәттә интайин муһим. мән алтун ғулач мәрвәниң узун йиллар бойичә су үзүш көлчәклиридә медалларға еришип, рекортларни йаритидиғанлиқиға ишинимән» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر