түркийә қизлар валийбол командиси һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

түркийә 17 йаштин төвән қизлар валийбол командиси сербийәдә өткүзүлгән балқан чемпийонлуқида һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду.

2007188
түркийә қизлар валийбол командиси һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә 17 йаштин төвән қизлар валийбол командиси сербийәдә өткүзүлгән балқан чемпийонлуқини талишиш йерим һәл қилғуч мусабиқисидә, булғарийә қизлар валийбол командисини 0 гә қарши 3 нәтиҗә йеңип, һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришти.

түркийә 17 йаштин төвән қизлар валийбол командиси биринчи мәйданда 11 гә қарши 25 номур, иккинчи мәйданда 22 гә қарши 25 номур, үчинчи мәйданда 18 гә қарши 25 номур билән үстүнлүк қазанди.

түркийә командиси гиретсийә-сербийә мусабиқисидә утқан команда билән, һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر