даңлиқ путболчи мәсут өзил путбол һайатини ахирлаштурди

медипол башакшәһир командисида топ тепишни давамлаштуруватқан мәсут өзил твиттерда учур һәмбәһирләп, путбол ойнашни ахирлаштурғанлиқини билдүрди.

1964005
даңлиқ путболчи мәсут өзил путбол һайатини ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: 34 йашлиқ өзил твиттерда учур һәмбәһирләп, чоңқур ойланғандин кейин кәспий путбол һайатини ахирлаштурушни қарар қилғанлиқини елан қилди.

у учурида, өзиниң 17 йилға йеқин кәспий путболчи болуш имтийазиға еришкәнликини билдүрүп: «мән бу пурсәттин аҗайип миннәтдар, әмма йеқинқи бир қанчә һәптидә вә айларда арқа-арқидин йариланғандин кейин, путбол сәһнисидин айрилиш вақти йетип кәлди дәп ойлидим» деди.

у һайатиниң унтулғусиз дәқиқиләр вә һессийатқа толған есил сәпәр икәнликини ипадиләп, формисини кийгән шалке 04, вердер бремен, хан җәмәти мадрид, арсенал, фәнәрбаһчә вә медипол башакшәһир командилиридики барлиқ сәпдашлириға рәһмәт ейтти.

у хан җәмәти мадрид командисиниң әзаси сүпитидә 159 қетим мусабиқигә чүшүп, бирләшмә вә падишаһ лоңқиси чемпийонлуқиға еришкән. арсенал командисиниң әзаси сүпитидә 254 қетим мусабиқигә чүшүп, төт қетим федератсийә лоңқисиниң чемпийонлуқиға еришкән. германийә дөләтлик командиси тәркибидә 92 қетим чүшкән мусабиқиләрдә 23 топ киргүзгән болуп, биразилийә саһибханлиқ қилған 2014-йилдики дунйа лоңқисида униң командиси чемпийон болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر