авҗи: һайатимиздики әң мүшкүл мусабиқисигә чүшүш алдида туруватимиз

трабзонспор командиси йавропа путболчилар бирләшмисиниң шаллаш мусабиқисидә басел командиси билән мәйданға чүшиду.

1947224
авҗи:  һайатимиздики әң мүшкүл мусабиқисигә чүшүш алдида туруватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: трабзонспор командиси мәшқавули абдуллаһ авчи қаһраманмарашта йүз бәргән йәр тәврәш түпәйли азаб вә қайғуниң интайин еғир икәнликини тәкитләп: «хәлқимизгә тәзийә билдүримиз, һәқиқәтән қаттиқ азабланмақтимиз. һайатимиздики әң мүшкүл мусабиқисигә чүшүш алдида туруватимиз. бу мусабиқиниң бирләштүрүш, йахшилаш күчи билән һәммә бир йәргә җәм болиду, бир қәлбкә айлиниду» деди.

бүгүн шәнөл гүнәш тәнтәрбийә мәйданида түркийә вақти 20 дин 45 минут өткәндә башлинидиған мусабиқигә литвалиқ донатас румсас рефирлиқ қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر