тәнтәрбийә дунйасиниң қәлби йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанлар үчүн бирләшти

түркийә йәр тәврәш апитиниң қалдурған җараһәтлиригә кәң көләмлик йардәм сәпәрвәрлики арқилиқ мәлһәм болмақта.

1947047
тәнтәрбийә дунйасиниң қәлби йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанлар үчүн бирләшти

түркийә авази радийоси хәвири: телевизийә вә радийо қаналлириниң «түркийә бир қәлб» намлиқ бирләшмә тарқитишида милйардларчә лира ианә топланди.

төт чоң тәнтәрбийә кулубини өз ичигә алған тәнтәрбийә дунйасиниң даңлиқ кишилири қатнашқан ортақ пирограмма тарқитишқа телефон қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «хәлқимиз тарихтики рекортни бузидиған бир сан билән (нәқ пул йардими билән) йәнә бир қетим өзиниң алийҗанаблиқини намайан қилиду» деди.

йәр тәврәшниң зәрбисигә учриған районларға йардәмләр сәл болуп еқиватқан мушу күнләрдә, түркийә таратқулириму йүзләрчә телевизийә вә радийо қанили билән бу сәпәрвәрликкә аваз қошуп, бирләшмә тарқитиш берип, йардәм топлаш сәпәрвәрлик паалийити өткүзди.

тәнтәрбийә вә сәнәт дунйасиниң даңлиқ әрбаблири бу алаһидә тарқитишта сәһнигә чиқип, йардәм телефонлирини қобул қилип, йардәм топлиди؛ бу қатарда бәшикташ кулуби рәиси әһмәт нур чәби, фәнәрбаһчә кулуби рәиси әли коч , галатасарай кулуби рәиси дурсун өзбәк вә трабзонспор кулуби рәиси әһмәт ағаоғлу қатарлиқларму телефон арқилиқ ианә топлиди.

бу алаһидә паалийәткә йәнә алтай байдиндир, җәнк тосун,  кәрәм ақтүркоғлу қатарлиқ миллий путболчиларму төһпә қошти.

түркийә путбол федератсийәси рәиси мәһмәт бүйүкәкши пирограммиға телефон қилип, 1 милйон лира ианә қилди.

«түркийә бир қәлб» намлиқ бирләшмә тарқитиш җәрйанида дөләт ичи вә сиртидин йардәмләр йамғур мисали йеғип, милйардларчә түркийә лираси ианә топланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر