әрдоған биразилийәлик путболчиға тәзийә билдүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған биразилийәлик путболчи пелениң вапати мунасивити билән тәзийә байанати  елан қилди.

1925900
әрдоған биразилийәлик путболчиға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, биразилийәлик путболчи пилиниң вапати мунасивити билән елан қилған тәзийә байанатида, мундақ деди: «мәшһур дунйа путболчилиридин бири болған пилиниң вапати мени қаттиқ қайғуға салди. биразилийә хәлқиниң қайғусини чин дилимдин ортақлишимән؛ униң аилисигә, мәстанилиригә вә барлиқ тәнһәрикәтчиләргә тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر