макрон фирансийә командиси маһирлириға тәсәллий бәрди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон, 2022 – йиллиқ дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисигә қатнишип йеңилип қалған фирансийә командиси маһирлириға тәсәллий бәрди.

1920830
макрон фирансийә командиси маһирлириға тәсәллий бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти еммануел макрон, 2022 – йиллиқ дунйа лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә аргинтена командисиға йеңилип қелип, үмидсизликкә дучар болған фирансийә командиси путболчилириға тәсәллий бәрди.

қатардики лусаил тәнтәрбийә сарийиға берип мусабиқини нәқ мәйданда тамаша қилған макрон, җаза топ тепишлиридин кейин мәйданға кирип кийлиан мбаппени бағриға басти.

мбаппе мусабиқидә «топ киркүзүш шаһи» болди...

аргинтена командисиниң вартасиға үч топ киргүзүп җәмий киргүзгән топ санини сәккизгә чиқарған мбаппе, арқа – арқидин икки қетим дунйа лоңқисини талишиш мусабиқисигә қатнишиш пурситигә еришти.

23 йашлиқ путболчиниң дунйа лоңқисидики җәмий киргүзгән топ сани 12 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر