фирансийә-маракәш мусабиқиси, фирансийә командисиниң ғәлибиси билән ахирлашти

2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң иккинчи йерим һәл қилғуч мусабиқиси, фирансийә командиси билән маракәш командиси оттурисидики кәскин риқабәттә, фирансийә командиси һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

1919030
фирансийә-маракәш мусабиқиси, фирансийә командисиниң ғәлибиси билән ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: 2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң иккинчи йерим һәл қилғуч мусабиқисидә, фирансийә командиси 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән маракәш командисини мәғлуб қилип, аргентина командисиниң рәқибигә айланди.

маракәш командиси киродийә командиси билән үчинчиликни талишиду.

фирансийә-маракәш мусабиқисидә, фирансийә командиси мусабиқә башлинип бәш минут өткәндә бир топ киргүзүп, нәтиҗини 0-1 гә чиқарди.

маракәш командиси иккинчи мәйданда һуҗум қилип, фирансийә командисиға бесим пәйда қилған болсиму, әмма  79-минутта йәнә бир топниң алдини алалмиди. шуниң билән, фирансийә командиси икки топ билән мусабқә ахириғичә үстүнлүкини сақлап қалди.

дунйа лоңқисиниң аргентина-фирансийә командилири оттурисида өткүзүлидиған һәл қилғуч мусабиқиси, 18-декабир (2022) әнқәрә вақти 18.00, үрүмчи вақти 21.00 дә башлиниду.

киродийә-маракәш командилири оттурисида өткүзүлидиған үчинчиликни талишидиған мусабиқә, 17-декабир шәнбә күни әнқәрә вақти 18.00, үрүмчи вақти 21.00 дә башлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر